[1] Буниңдин узун өтмәй йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди. Шуңа һәзрити Әйса Йерусалимға барди.
[2] Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди.
[3] Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. [Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.
[4] Чүнки Худаниң бир периштәси туруп-туруп көлчәккә чүшүп, суни чайқайдикән. Суниң чайқилишидин кейин көлчәккә биринчи болуп киргән киши һәр қандақ кесәлдин халас болидикән.]
[5] У йәрдә оттуз сәккиз жил кесәлниң дәрдини тартқан бир бемар бар еди.
[6] Һәзрити Әйса бу току адәмни көрди вә униң узундин бери шу әһвалда екәнлигини билип, униңдин: — Сақийип кетишни халамсән? — дәп сориди.
[7] Бемар мундақ җавап бәрди: — Һәзрәтлири, су чайқалғанда мени суға чүширидиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду.
[8] Һәзрити Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маң, — деди.
[9] Һелиқи адәм шу ан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп меңишқа башлиди. Бу йәһудийларниң дәм елиш күни еди.
[10] Шуңа бәзи йәһудий ақсақаллири сақайған адәмгә: — Бүгүн дәм елиш күни турса, Тәврат қанунимизда дәм елиш күни иш қилиш мәнъий қилинғанлиғини билип туруп, йәнә орун-көрпәңни көтирип жүрисәнғу! — деди.
[11] Лекин бемар уларға мундақ җавап бәрди: — Мени сақайтқан Киши маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән турса!
[12] — Саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән зади ким екән у? — дәп сорашти улар.
[13] Бирақ сақайған адәм һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини билмәтти. У йәрдә адәм көп болғанлиқтин, һәзрити Әйса Өзини далдиға елип, астағина кетип қалди.
[14] Бу иштин кейин һәзрити Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәтханида көрүп: — Кесилиңдин сақайдиң. Әнди гуна қилма, бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмисун, — деди.
[15] Һелиқи адәм йәһудий ақсақаллириниң қешиға берип, өзини сақайтқан һәзрити Әйса екәнлигини уқтурди.
[16] Һәзрити Әйса бу ишларни дәм елиш күни қилғанлиғи үчүн, йәһудий ақсақаллири Униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди.
[17] Лекин һәзрити Әйса уларға: — Худа Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, Мәнму шундақ қилишим керәк, — деди.
[18] Шундақ қилип, йәһудий ақсақаллириниң Уни өлтүрүш нийити техиму күчәйди. Чүнки У дәм елиш күниниң қаидисини бузупла қалмастин, Худаниң Өз Атиси екәнлигини ейтиши билән, Өзини Худаға тәң қилған еди.
[19] Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду.
[20] Чүнки Атиси Уни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини Униңға көрситиду һәм Оғли арқилиқ силәрни һәйран қалдурғидәк техиму зор вә улуқ ишларни аян қилиду.
[21] Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду.
[22] Шундақла Атиси һеч кимни сораққа тартмайду, бәлки Оғли тартиду. Чүнки сораққа тартишниң пүтүн һоқуқини Оғлиға бәргәндур.
[23] Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.
[24] Билип қоюңларки, сөзүмни аңлап, Мени Әвәткүчигә ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Бундақ адәм сораққа тартилмайду, шундақла өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.
[25] Билип қоюңларки, роһи өлүкләрниң Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саати йетип кәлмәктә, шундақла келип қалдики, аңлап ишәнгәнләр һаятлиққа егә болиду.
[26] Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди.
[27] Йәнә Униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки У Инсан Оғлидур.
[28] Буниңға һәйран болмаңлар, өлгәнләрниң һәммиси Мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду
[29] вә улар йәрликлиридин чиқишиду. Яхшилиқ қилғанлар тирилип, мәңгүлүк һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар тирилип сораққа тартилиду.
[30] Мән Өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамниң ейтқини бойичә сорақ қилимән. Мениң һөкүмүм адилдур, чүнки Мениң нийитим Мениң ирадәмни әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.
[31] — Әгәр Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ бәрсәм, гувалиғим бекар болиду.
[32] Лекин Мән үчүн гувалиқ беридиған башқа Бири бар. Униң Маңа беридиған гувалиғиниң растлиғини билимән.
[33] Йәһия пәйғәмбәргә адәм әвәткән әмәсмидиңлар? У һәқиқәткә гувалиқ бәргән.
[34] Әмәлиятта Маңа бир инсанниң гувалиғи керәк әмәс. Силәрни Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғиға ишинип қутқузулсун дәп, буларни ейтиватимән.
[35] Йәһия пәйғәмбәр нур чечип турған бир чираққа охшайду. Силәр униң йоруқлуғидин вақитлиқ болсиму һөзүрлинишни халидиңлар.
[36] Лекин Йәһия пәйғәмбәрниң Мән үчүн бәргән гувалиғидинму чоң бир гувалиқ бар. У болсиму, Мениң яратқан мөҗүзилирим, йәни Атам Мениң орунлишим үчүн Маңа тапшурған ишлардур. Булар Атамниң Мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду.
[37] Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар.
[38] Униң сөзлири силәрниң қәлбиңлардин орун алмиди, чүнки Мени Униң әвәткинигә ишәнмидиңлар.
[39] Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилисиләр, чүнки униңдин мәңгүлүк һаятқа егә болушниң йолини тапалаймиз, дәп қарайсиләр. Һәҗәва, бу Язмилар Мени Худа әвәтидиған Қутқазғучи дәп тонуштурған әмәсму?
[40] Шундақ туруп, силәр йәнә Мениң йенимға келип, һаятлиққа еришишни халимайсиләр.
[41] Мән инсанларниң махтишини издимәймән,
[42] лекин Мән силәрни билимән, қәлбиңларда Худаға болған муһәббитиңлар йоқ.
[43] Мән Атамниң нами билән кәлсәм, силәр Мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқилар өз нами билән кәлсә, уни қобул қилисиләр.
[44] Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилисиләрю, ялғуз Худаниң махтишиға егә болушқа тиришмайсиләр. Бу һалда Маңа қандақму ишинәләйсиләр?
[45] Бирақ Мени үстимиздин Атамға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилидиған Мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур.
[46] Әгәр силәр расттин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, Маңиму ишәнгән болаттиңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда Муса пәйғәмбәр Мән тоғрилиқ язған.
[47] Лекин униң Муқәддәс Язмиларда язған сөзлиригә ишәнмисәңлар, Мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?