Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:40

[1] Һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Билип қоюңларки, қой қорасиға ишиктин кирмәй, темиға ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур.

[2] Ишиктин киридиған киши болса, шу қойларниң қойчисидур.

[3] Күзәтчи ишикни қойчиға ечип бериду. Қойлар қойчиниң авазини тонуйду, уму өз қойлириниң исимлирини чақирип, уларни сиртқа елип чиқиду.

[4] Қойчи қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, өзи уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду, чүнки униң авазини тонуйду.

[5] Ят бириниң кәйнидин маңмайду, әксичә униңдин қачиду, чүнки ятларниң авазини тонумайду.

[6] Әтрапидикиләр һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни сөзләш арқилиқ өзлиригә немә демәкчи болғанлиғини чүшәнмиди.

[7] Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди: — Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән.

[8] Мән­дин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға бой бәрмиди.

[9] Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду.

[10] Оғри болса, оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам адәмләр һаятлиққа еришсун вә у һаятлиқ мол болсун, дәп кәлдим.

[11] Яхши Қойчи Өзәмдурмән. Яхши қойчиниң қойлири үчүн җени пидадур.

[12] Ялланған қойчи ундақ қилмайду. У қойларниң ғоҗайини һәм қойчиси болмиғанлиғи үчүн, бөриниң кәлгәнлигини көрсә, қойларни ташлап қачиду. Шуниң билән бөрә қойларни тутувелип, тери-перәң қиливетиду.

[13] Ялланған қойчи немишкә қачиду? Чүнки у қойларниң егиси әмәс, шуңлашқа уларға көңүл бөлмәйду.

[14] -

[15] Яхши қойчи Өзәмдурмән. Атам Мени вә Мән Атамни — Биз бир-биримизни тонуйдиғинимиздәк, Мән Өз қойлиримни тонуймән, уларму Мени тонуйду. Қойлирим үчүн җеним пида.

[16] Бу қорадин болмиған башқа қойлиримму бар, уларниму чақиришим керәк, уларму авазимни аңлайду. Һәммә қойлар бир пада болушуп, бир қойчиға әгишиду.

[17] Атам Мени сөйиду. Чүнки Мән Өзәмни қурван қилғандин кейин тирилишим үчүн, җенимни пида қилишни халаймән.

[18] Җенимни һеч ким алалмайду, Мән уни Өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни беришкә вә қайтурувелишқа һоқуқлуқ. Атам Маңа шундақ қилишни буйруған.

[19] Бу сөзләр түпәйлидин йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш чиқти.

[20] Бир мунчә кишиләр: — Униңға җин тегипту, сараң болуп қапту, немә үчүн Униң сөзигә қулақ салғидәкмиз? — дейишәтти.

[21] Йәнә бәзиләр болса: — Җин тәккән адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин тәккән адәм қандақму қарғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.

[22] Қиш пәсли болуп, Йерусалимда мәркизий ибадәтханиниң қайта ечилғанлиғини хатириләйдиған мәйрәм өткүзүлүвататти.

[23] Һәзрити Әйса ибадәтханидики «Сулайман падишаниң пешайвини» дегән йәрдә айлинип жүрәтти.

[24] Хәқләр Униң әтрапиға олишивелип: — Бизни йәнә қачанғичә гуманда қалдурисән? Әгәр Қутқазғучи-Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.

[25] Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Мән силәргә ейтқан, лекин силәр Маңа ишәнмидиңлар. Атам­ниң нами билән қилған ишлирим Мениң Ким екәнлигимгә гувалиқ бериду.

[26] Бирақ силәр ишәнмидиңлар, чүнки Мениң қойлирим­дин әмәссиләр.

[27] Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду.

[28] Уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән. Улар әсла һалак болмайду вә уларни һеч ким қолумдин тартивалал­майду.

[29] Уларни Маңа тәғдим қилған Атам һәммидин үстүндур. Уларни Атамниң қолидин тартивелишқа һеч кимниң күчи йәтмәйду.

[30] Атам иккимиз әслидә бирмиз.

[31] Буниң билән йәһудийлар йәнә Уни чалма-кесәк қилиш үчүн йәрдин таш елишти.

[32] — Атам Маңа буйруған нурғун яхши ишларни алдиңларда көрсәт­тим. Бу ишларниң қайсиси үчүн Мени чалма-кесәк қилмақ­чисиләр? — деди һәзрити Әйса уларға.

[33] — Сени яхши ишлириң үчүн әмәс, күпүрлүк қилғанлиғиң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки Сән адәм туруп, Өзәңни Худа қилип көрсәттиң! — дәп җавап қайтурушти халайиқ.

[34] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң бурунқи замандики йәһудий йетәкчиләргә: «Силәр илаһлар» дегини йезилған әмәсму?

[35] Муқәддәс Язмиларда ейтилғини мәңгү өзгәрмәйдудә! Худа Өзиниң сөзлирини йәткүзгәнләрни: «илаһлар» дәп атиғанғу!

[36] Әнди Маңа кәлсәк, Атам Мени таллап паний дунияға әвәтти. Шундақ туруп, немә үчүн «Худа Оғлимән» десәм, Мени «күпүрлүк қилдиң» дәйсиләр?

[37] Әгәр Атам буйруған ишларни қилмисам, Маңа ишәнмәңлар.

[38] Лекин қилсам, сөзлиримгә ишәнмигән һаләттиму, қилғанлиримни көрүп, уларниң һәқлиғигә ишиниңлар. Буниң билән Атамниң Мәндә екәнлигини, Мениңму Атамда екәнлигимни һәқ дәп билип йетисиләр.

[39] Буниң билән улар йәнә Уни тутмақчи болди, бирақ һәзрити Әйса Өзини улардин қачуруп қутулди.

[40] Андин Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни бурун Йәһия пәйғәмбәр адәмләрни чөмүлдүргән йәргә кетип, у йәрдә турди.

[41] Нурғун кишиләр Униң йениға кәлди. Улар: — Йәһия пәйғәмбәр һеч бир мөҗүзә көрсәтмигән, лекин бу Адәм тоғрисида ейтқанлириниң һәммиси тоғра чиқти! — дейишти.

[42] Шундақ қилип, нурғунлиған кишиләр бу йәрдә һәзрити Әйсаға ишәнди.

Юһанна — Chapters