[1] -
[2] Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәдилири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди.
[3] Лазарниң һәдилири һәзрити Әйсаға: «Әй Рәббимиз, Сиз яхши көридиған достуңиз кесәл болуп қалди», — дәп хәвәр беришти.
[4] Һәзрити Әйса буни аңлап: — Бу кесәллик Лазарниң өлүми билән аяқлашмайду. Әксичә бу арқилиқ Худа Оғлиниң улуқлуғи аян болуп, халайиқ Худаға мәдһийә ейтиду, — деди.
[5] Һәзрити Әйса Марта, Мәрийәм вә Лазарни бәк яхши көрәтти.
[6] Гәрчә У Лазарниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, Өзи туруватқан йәрдә йәнә икки күн турди.
[7] Андин кейин шагиртлириға: — Йәһудийәгә қайта барайли, — деди.
[8] Шагиртлири Униңға: — Устаз, йеқиндила у йәрдики хәқләр Сизни чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсиз? — дейишти.
[9] Һәзрити Әйса мундақ деди: — Күндүз он икки саат әмәсму? Күндүзи йол маңған жиқилмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду.
[10] Лекин кечиси йол маңған жиқилар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур.
[11] Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин: — Достумиз Лазар ухлап қалди, Мән уни ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.
[12] Шагиртлар: — Ухлиған болса яхши болуп қалиду, әй Рәббимиз, — деди.
[13] Һәзрити Әйса Лазарниң өлүмини демәкчи еди, лекин улар адәттики уйқини дәватиду, дәп ойлашти.
[14] Шуниң билән һәзрити Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазар аләмдин өтти демәкчимән.
[15] Силәрни дәп, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән, чүнки бу силәрниң ишәнчиңларниң күчәйтилиши үчүн йәнә бир пурсәт яритип бәрди. Әнди у бар йәргә барайли, — деди.
[16] «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа шагиртларға: — Бизму Униң билән биллә барайли һәм Униң билән биллә өләйли, — деди.
[17] Һәзрити Әйса шагиртлири билән Бәйтанияға барғанда, Лазарниң йәрликкә қоюлғиниға төрт күн болғанлиғидин хәвәр тапти.
[18] Бәйтания Йерусалимдин үч чақирим жирақлиқта еди.
[19] Нурғун йәһудийлар Марта билән Мәрийәмниң инисиниң өлүмигә тәсәлла бериш үчүн уларниң йениға кәлгән еди.
[20] Марта һәзрити Әйсаниң келиватқанлиғидин хәвәр тепип, Униң алдиға чиқти. Мәрийәм болса өйдә қалди.
[21] — Әй Рәббим, — деди Марта һәзрити Әйсаға, — бу йәрдә болған болсиңиз, иним өлмәс еди.
[22] Һелиму, Худадин немә тилисиңиз, Униң Сизгә шуни беридиғанлиғини билимән.
[23] — Иниңиз тирилиду, — деди һәзрити Әйса.
[24] Марта: — Қиямәт күни униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.
[25] — Инсанларни өлүмдин тирилдүргүчи вә һаятлиқ бәргүчи Өзәмдурмән, — деди һәзрити Әйса униңға, — Маңа ишәнгән киши өлсиму, йәнә һаят болиду.
[26] Маңа ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришкәнләр әсла өлмәйду, буниңға ишинәмсиз?
[27] — Ишинимән, Рәббим, — деди Марта, — Сизниң инсанлар арисиға келишкә тайинланған Қутқазғучи-Мәсиһ, Худа Оғли екәнлигиңизгә ишинимән.
[28] Марта буни дәп болғандин кейин, қайтип сиңлиси Мәрийәмни астағина чақирип: — Устазимиз келип болди. Сени чақириватиду, — деди.
[29] Мәрийәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйса билән көрүшкили маңди.
[30] У пәйттә һәзрити Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта алдиға чиққан йәрдә еди.
[31] Өйдә Мәрийәмгә тәсәлла бериватқан халайиқ Мәрийәмниң бирдинла орнидин туруп, сиртқа чиқип кәткәнлигини көрүшти вә уни қәбирстанлиққа жиға-зар қилғили маңди, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
[32] Бирақ Мәрийәм һәзрити Әйса бар йәргә барди вә Уни көрүп, айиғиға жиқилип: — Әй Рәббим, бу йәрдә болған болсиңиз иним өлмәс еди! — деди.
[33] Мәрийәмниң вә униң билән биллә кәлгән халайиқниң жиға-зар қилишқинини көргән һәзрити Әйса ғәзәплинип, көңли қаттиқ азаплинишқа башлиди вә:
[34] — Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — Әй Рәббимиз, келип көрүң, — дейишти улар.
[35] Һәзрити Әйса көз йеши қилди.
[36] Хәқләр: — Қараңлар, У Лазарни немә дегән яхши көргән! — дейишти.
[37] Уларниң ичидә бәзилири: — Қарғуниң көзини ачқан Киши Лазарниң һаятини өлүмдин сақлап қалалматтиму? — дейишти.
[38] Һәзрити Әйса ичидә йәнә ғәзәплинип, йәрликниң алдиға барди. Йәрлик кириш ағзи чоң таш билән тосалған өңкүр еди.
[39] Һәзрити Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгән адәмниң һәдиси Марта: — Әй Рәббим, аләмдин өткинигә төрт күн болди, һазир җәсиди пурап кәткәнду, — деди.
[40] Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди.
[41] Буниң билән халайиқ ташни еливәтти, һәзрити Әйса көзлирини асманға тикип, мундақ дуа қилди: — Әй Атам, тилигимни аңлайдиғиниң үчүн Саңа шүкүр ейтимән.
[42] Тиләклиримни һемишәм аңлайдиғанлиғиңни билимән. Шундақ болсиму әтрапимдики халайиқ Сениң Мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп буни ейтиватимән.
[43] Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди.
[44] Лазар қол-путлири кепинләнгән, иңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Һәзрити Әйса уларға: — Кепинликни салдуруп, уни өз мәйлигә қоюветиңлар! — деди.
[45] Мәрийәмниң йениға пәтиләп кәлгән вә һәзрити Әйса көрсәткән бу мөҗүзини көргән нурғун хәқләр һәзрити Әйсаға ишәнди.
[46] Лекин уларниң ичидә бәзилири пәрисийләрниң йениға берип, һәзрити Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти.
[47] Шуңа пәрисийләр вә алий роһанийлар йәһудийларниң алий кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилғулуқ? Бу Адәмниң яратқан нурғун мөҗүзилиригә қарап беқиңлар.
[48] Уни бундақ қоюп бәрсәк, һәммә адәм Униңға ишинип кетиду. Шундақ болғанда Рим һөкүмити ибадәтханимизни, һәтта миллитимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.
[49] Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш роһаний болған Қаяпа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр!
[50] Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң яхши екәнлигини чүшәнмәйдикәнсиләр, — деди.
[51] -
[52] Бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди. У шу жили баш роһаний болғачқа, һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға чечилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди.
[53] Шундақ қилип, улар шу күндин етиварән һәзрити Әйсани өлтүрүветиш үчүн сүйиқәстлик қилишқа башлиди.
[54] Шуңа һәзрити Әйса әнди йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәй, у йәрдин кетип, чөлгә йеқин райондики Әфраим шәһиригә келип, шагиртлири билән биллә у йәрдә турди.
[55] Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти.
[56] Улар һәзрити Әйсани издәтти. Улар мәркизий ибадәтханиға жиғилғинида, бир-биригә: — Сениңчә қандақ болар, һәзрити Әйса һейтқа кәлмәмдикин? — дейишәтти.
[57] Алий роһанийлар билән пәрисийләр һәзрити Әйсани тутуш үчүн Униң қәйәрдилигини билидиғанларниң өзлиригә мәлум қилишини буйруған еди.