Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:58

[1] Йәкшәнбә күни таң техи йорумиғанда, мәҗдәллик Мәрийәм һәзрити Әйсаниң йәрлигигә барди вә өңкүрниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.

[2] У жүгригән пети Симун Петрус вә һәзрити Әйса яхши көридиған һелиқи шагиртниң йениға келип, уларға: — Рәббимизни йәрлигидин еливетипту, қәйәргә қойғанлиғини бил­мидуқ! — деди.

[3] Петрус билән һелиқи шагирт ташқириға чиқип, йәрликкә қарап йол алди.

[4] Иккиси биллә жүгришип маңди, лекин һелиқи шагирт Петрустин тез жүгрәп, йәрликкә биринчи болуп йетип барди.

[5] У иңишип ичигә қарап, кәндир кепинниң у йәрдә йейиқлиқ турған­ли­ғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.

[6] Кәйнидин Симун Петрус йетип келип, йәрликкә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған кепинни көрди.

[7] Һәзрити Әйсаниң бешиға чигилгән яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепин билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.

[8] Андин йәрликкә авал кәлгән шагиртму йәрликниң ичигә кирип, әһвални көрүп, һәзрити Әйсаниң тирилгәнлигигә ишәнди.

[9] Шундақ болсиму, улар һәзрити Әйсаниң өлүп қайта тирилиши керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләрни техичә чүшәнмигән еди.

[10] Шуниңдин кейин иккиси өзлири туруватқан җайға қайтишти.

[11] Мәрийәм болса йәрликниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғ­лап туруп йәрликниң ичигә иңишип қариведи,

[12] ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.

[13] Улар Мәрийәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйва­тимән, — деди Мәрийәм.

[14] У шу гәпни қилипла кәйнигә қариведи, бириниң у йәрдә турғи­нини көрди. У дәл һәзрити Әйса еди. Лекин у һәзрити Әйса екәнли­гини биләлмиди.

[15] — Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойған­лиғи­ңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди.

[16] — Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға. Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.)

[17] — Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.

[18] Шуниң билән мәҗдәллик Мәрийәм шагиртларниң йениға берип, уларға: — Рәббимизни көрдүм! — деди. Андин һәзрити Әйсаниң өзигә ейтқанлирини уларға сөзләп бәрди.

[19] Шу йәкшәнбә күни кәчтә шагиртлар җәм болған йеридә йәһудий­лар­дин қорққанлиғидин өйниң ишиклирини тақавәткән еди. Шу пәйттә һәзрити Әйса уларниң арисида пәйда болуп, өрә турған һалда уларға: — Аман болуңлар! — деди

[20] вә арқидинла қоллири вә биқинини уларға көрсәтти. Шагиртлар Рәббини көргинидин қин-қиниға пат­май хошал болушуп кәтти.

[21] Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәти­мән, — деди.

[22] Бу сөзләрни қилип болғандин кейин, уларға бир пүвләп: — Худаниң Муқәддәс Роһиға муйәссәр болуңлар.

[23] Кимниң гунали­рини кәчүрсәңлар, униң гуналири кәчүрүм қилиниду. Кимниң гуна­лирини кәчүрүм қилмисаңлар, униң гуналири кәчүрүм қилин­майду, — деди.

[24] Он икки шагирттин бири, йәни «қош гезәк» дәп атилидиған Томас һәзрити Әйса кәлгәндә, уларниң йенида әмәс еди.

[25] Кейин улар униңға: — Биз Рәббимизни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас: — Униң қоллирида миқниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тәккүзүп бақмиғичә һәргиз ишәнмәймән, — деди.

[26] Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: — Аман болуңлар! — деди.

[27] Андин Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди.

[28] — Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән.

[29] Һәзрити Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиңму? Көрмәй туруп ишәнгән­ләр нәқәдәр бәхитлик һә! — деди.

[30] Һәзрити Әйса шагиртлириниң алдида бу китапта йезилмиған башқа нурғун мөҗүзиләрниму көрсәтти.

[31] Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.

Юһанна — Chapters