[1] Андин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир девиниң деңиздин чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗа бар еди, һәр бир бешида Худаға күпүрлүк кәлтүридиған ибарә йезилған еди.
[2] Мән көргән бу девә илпизға охшатти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшатти. Әҗдиһа девигә өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.
[3] Девиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүтүн дуния һәйранлиқ ичидә девигә әгәшти.
[4] Улар девигә бундақ һоқуқ бәргән әҗдиһаға ибадәт қилишти. Улар йәнә девигиму ибадәт қилип: «Девигә тәң келәләйдиғанлар барму? Униң билән кимму елишалисун?» деди.
[5] Девигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз һәмдә 42 ай жүргүзәләйдиған һоқуқ берилди.
[6] У Худаға, Худаниң намиға вә Униң дәргаһиға, йәни бу йәрдә яшайдиғанларға күпүрлүк қилиш үчүн ағзини ачти.
[7] Униң Худаниң муқәддәс хәлқигә қарши җәң қилип, уларни йеңишигә йол қоюлди. Һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған хәлиқләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи берилди.
[8] Дуния яритилғандин бу ян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилғанлардин башқа, йәр йүзидә яшайдиған һәммә инсан Униңға ибадәт қилиду.
[9] Мону сөзни қулиғиңларда чиң тутуңлар:
[10] «Худаниң: «Тутқун болиду», дегини чоқум тутқун болиду. Худаниң: «Қиличлиниду», дегини чоқум қиличлинип өлиду». Шуниң үчүн Худаниң муқәддәс хәлқи сәвир қилиши, етиқатта чиң туруши лазим.
[11] Униңдин кейин йәрдин чиқиватқан йәнә бир девини көрдүм. Униң Қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти.
[12] У биринчи девигә вакалитән пүтүн һоқуқни жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда яшайдиғанларни әҗәллик яриси сақайған биринчи девигә ибадәт қилишқа мәҗбурлатти.
[13] У чоң карамәтләрни көрситәтти, һәтта инсанларниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти.
[14] У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайдиғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди.
[15] Йәрдин чиққан девигә, деңиздин чиққан девиниң һәйкилигә һаятлиқ нәпәси берип, уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға ибадәт қилмиғанларниң һәммисини өлтүрүш қудрити берилди.
[16] У улуқ вә әрзимәс, бай вә кәмбәғәл, әркин адәм вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә бир бәлгү урғузушқа мәҗбурлиди.
[17] Бу бәлгү барлар, йәни қоли яки пешанисидә девиниң нами яки униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалматти яки саталматти.
[18] Бу йәрдә бир һекмәт бар. Әқил-парасити барла кишиләр девиниң рәқимини һесаплап чиқалайду, чүнки бу рәқәм бир адәмгә вәкиллик қилиду. Униң рәқими 666дур.