Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:58

[1] Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.

[2] Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.

[3] Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.

[4] Малкисидиқ немә дегән улуқ адәм-һә! Һәтта әҗдадимиз Ибраһим­му олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.

[5] Лавийниң әвлатлиридин роһаний болғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қерин­даш­лиридин, уларниң өзигә охшаш Ибраһимниң нәсли болушиға қаримай, тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши керәк еди.

[6] Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән.

[7] Шүбһи­сизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.

[8] Ондин бир үлүшни жиғидиған лавий роһанийлар бәри бир өлидиғанлардур. Бирақ Ибраһимдин ондин бир үлүшни қобул қилған Малкисидиқ болса Муқәддәс Язмиларда гувалиқ берилгәндәк йәнила һаяттур.

[9] Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған роһаний лавийларму әҗдади Ибраһим арқилиқ Малкиси­диққа ондин бир үлүшни бәргән.

[10] Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду.

[11] Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?

[12] Роһаний­лиқ тәртиви өзгәртилгәчкә, униңға мунасивәтлик роһанийлиқ түзүми­му өзгәртилишкә тоғра келиду.

[13] Бу ейтиливатқан сөзләр дәл Әйса Мәсиһкә қаритилған. У башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбили­дин һеч ким қурванлиқ суписида хизмәттә болуп бақмиған.

[14] Рәбби­миз Әйса­ниң Йәһуда қәбилисидин екәнлиги ениқ. Муса пәйғәмбәр роһанийл­ар һәққидә тохталғанда, бу қәбилә тоғрисида бир нәрсә демигән еди.

[15] Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди.

[16] Униң роһанийлиққа тайинлиниши болса пүтмәс-түгимәс һаятлиқ қудритигә егә болғанлиғидин болуп, һәргиз роһаний болғучи лавий қәбилисигә тәвә болуш керәк дегән түзүм бойичә болмиди.

[17] Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән.

[18] Алдинқи түзүм аҗизлиғи вә пайдисизлиғи түпәйлидин күчидин қалди.

[19] Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.

[20] Униң үстигә, бу үмүт Худаниң қәсими билән капаләткә егә қилин­ди. Илгири өткән роһанийлар Худаниң қәсимисиз роһаний болған еди.

[21] Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға: «Пәрвәрдигариң қәсәм қилди, У қәсимидин һәргиз янмайду, Сән мәңгүлүк Роһанийсән», дегән қәсими билән Роһаний болди.

[22] Демәк, Әйса Мәсиһ техиму яхши бир келишимниң кепили қилинди.

[23] Йәнә келип, илгири өткән көп роһанийлар өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштурушқа амалсиз қалғачқа, бириниң орниға йәнә бири чиққан.

[24] Лекин Әйса Мәсиһ мәңгү һаят болғачқа, Униң роһанийлиғи мәңгүлүктур.

[25] Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.

[26] Әйса Мәсиһ дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған Баш Роһаний­дур. У муқәддәс, әйипсиз, пак болуп, гунакарлардин айриветилип, асмандики әң жуқури орунға елип чиқилди.

[27] У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди.

[28] Тәврат қануни аҗиз болған инсанни баш роһаний қилип тайинлатти, лекин Тәврат қанунидин кейин Худа қәсәм билән қилған келишими арқилиқ, мәңгүлүк кама­ләткә йәткү­зүл­гән Оғлини Баш Роһаний қилип тайинлиди.

Ибранийларға йезилған хәт — Chapters