Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:39

[1] Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.

[2] Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унту­маң­­лар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштә­ләрни меһман қилған.

[3] Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.

[4] Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.

[5] Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».

[6] Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки: «Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур. Кишиләр мени немә қилалисун?»

[7] Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.

[8] Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду.

[9] Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.

[10] Бизләрниң шундақ бир қурванлиқ супимиз барки, биз униң­дики гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқтин һөзүр­линә­ләймиз. Әйни чағда ибадәт чедирида хизмәттә болған роһанийлар болса гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқлардин һөзүрлинәл­мәтти.

[11] Бу гуналарни кәчүрүм қилишниң капалити сүпитидә өлтүрүл­гән һайванларниң қени баш роһаний тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кириләтти, тени болса қараргаһниң сиртида көйдүрүлиду.

[12] Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.

[13] Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, У һақарәтләргә учриғинида бәрдашлиқ бәргинидәк, бизму һақарәт­ләргә бәрдашлиқ берәйли.

[14] Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.

[15] Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.

[16] Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.

[17] Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.

[18] Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.

[19] Йениң­­­ларға пат арида қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.

[20] Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа

[21] силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!

[22] Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр.

[23] Қеринди­ши­миз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәр­ни йоқлап баримән.

[24] Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.

[25] Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!

Ибранийларға йезилған хәт — Chapters