Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 3:50

[1] Һәр қетимлиқ баш роһаний кишиләр арисидин таллинип, өз хәлқигә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа тайинлинип, уларниң Худаға аталған һәдийәлирини вә гуналири үчүн қилған қурванлиқ­лирини Худаға суниду

[2] вә Худаниң йолини билмәй йолдин чәтнигән­ләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду, чүнки униңму нурғун аҗизлиқлири бар.

[3] Шуниң үчүн у хәлқиниң гуналири үчүнла әмәс, өз гуналири үчүнму қурванлиқ сунуши керәк.

[4] Һеч бир киши баш роһаний мәртивисигә өзлүгидин еришәлмәйду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила бу мәртивигә еришәләйду.

[5] Худди шуниңдәк Әйса Мәсиһму Баш Роһаний мәртивисигә Өзлүги­дин еришкән әмәс. Бәлки Худа Уни тайинлап, Униңға: «Сән Мениң Оғлумсән, Бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим», дегән.

[6] Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.

[7] Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқуза­лайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди.

[8] Гәрчә У Худа Оғли болсиму, азап чекиш җәриянида бойсунушни үгәнди.

[9] У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди.

[10] У Худа тәрипи­дин худди Малкисидиққа охшаш тәртиптә Баш Роһаний қилип җакаланди.

[11] Бу һәқтә ейтишқа тегишлик нурғун сөзлирим бар, лекин чүши­нәй демәй аңлапла қойсаңлар, буни силәргә чүшәндүрүш тәс.

[12] Гәрчә силәр аллиқачан тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болсаңларму, бирақ әмәлиятта силәр йәнила башқиларниң Худаниң сөзи тоғриси­дики асасий билимләрни баштин үгитишигә муһтаҗсиләр. Демәк, силәргә йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәк.

[13] Чүнки пәқәт сүткила тайинидиғанлар бовақтин пәриқсиз болуп, уларда һәққанийәт һәққидики тәлимләрни егиләш тәҗрибиси камдур.

[14] Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.

Ибранийларға йезилған хәт — Chapters