Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:10

[1] Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падиша­лиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки,

[2] пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.

[3] Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду.

[4] Һәқ сөзләрни рәт қилип, бемәна әпсаниләргә қулақ салиду.

[5] Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил.

[6] Әнди өзәмгә кәлсәм, һаятим Худаға қурванлиқ орнида тәғдим қилиниш алдида туриду. Мениң бу дуниядин айрилидиғинимға аз қалди.

[7] Мән Худа йолида ахирғичә күрәш қилдим, йәни жүгрәш мусабиқи­синиң пүтүн мәнзилини бесип болдум, ишәнчимдә чиң туруп кәлдим.

[8] Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду.

[9] Йенимға тездин йетип келишкә тириш.

[10] Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.

[11] Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду.

[12] Тикикусни Әфәс шәһиригә әвәтивәттим.

[13] Келишиңдә Троас шәһи­ридә болған вақтимда Карпусниң йенида қалдуруп қойған тонум билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин.

[14] Мискәр Искәндәр маңа көп зиянкәшлик қилди. Рәббимиз чоқум униңға қилмишлириға лайиқ җаза яндуриду.

[15] Сәнму униңдин һошияр бол, чүнки у биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә күчиниң баричә қарши чиқти.

[16] Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқми­ди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай.

[17] Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җака­лашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти.

[18] Рәббимиз мени һәр хил яманлиқлардин қутқузуп, асмандики Өз Падишалиғиға бехәтәр йәткүзгәй. Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!

[19] Мәндин Прискила билән ери Аквилаға вә Онесифорниң аилиси­дики­ләргә салам ейт.

[20] Ераст Коринт шәһиридә қалди. Трофим кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милет шәһиридә қалдуруп қойдум.

[21] Қиш кирип кәлгичә бу йәргә келишкә тиришқин. Евул, Пуд, Лин, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам.

[22] Рәббимиз силәр билән биллә болғай. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болсун!

Тимотийға йезилған иккинчи хәт — Chapters