Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 6:28

[1] Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол.

[2] Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға тәлим берәләйдиған киши­ләргә йәткүзгин.

[3] Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуп, мән билән биргә азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур.

[4] Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк.

[5] Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғалибигә еришәлмәйду.

[6] Әҗир сиңдүргән дехан алған һосулидин әлвәттә биринчи болуп һөзүрлиниду.

[7] Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил бериду.

[8] Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр.

[9] Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәт­чиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.

[10] Шуниң үчүн Худа таллиған бәнди­ләр­ниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә ериши­ши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.

[11] Төвәндики бу сөзләр ишәнчликтур: Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән йеңи һаятта биллә яшаймиз.

[12] Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду.

[13] Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур. Чүнки У чоқум Өзиниң сөзидә турмай қалмайду.

[14] Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.

[15] Худаниң һәқиқи­тини тоғра чүшәндүрүп, өзәңни Худа алдида йәргә қарап қалмайдиған, бәлки Худани хурсән қилидиған хизмәтчи қилип йетиштүрүшкә тириш.

[16] Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.

[17] Уларниң гәплири худди зәһәрлик өсмидәк тезла ямрап кетиду. Именей вә Филетларму мана шундақ гәп-сөзләрни қилғучилардиндур.

[18] Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп, һәқ йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта.

[19] Бирақ Худа қурған һул мәзмут турмақта. Униңда мону сөзләр тамғилинип йезилған: «Рәббимиз Өзигә мәнсүп кишиләрни тонуйду», «Өзлирини Рәббимизгә мәнсүп дәйдиған кишиләр яманлиқлардин қол үзсун».

[20] Бай аилиләрдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, яғач, сапал қачиларму болиду. Алтун-күмүч қачилар алаһидә сорунларда, башқилири болса адәттики сорунларда ишлитилиду.

[21] Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду.

[22] Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.

[23] Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.

[24] Рәббимизниң хизмәткари җедәл­хор болмаслиғи, әксичә һәммигә меһриван вә тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк.

[25] Рәббимизниң тәлимигә қарши турған­лар­ғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.

[26] Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду.

Тимотийға йезилған иккинчи хәт — Chapters