[1] Шуни билгинки, ахир заманда еғир күнләр болиду.
[2] У чағда инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған,
[3] көйүмсиз, башқиларни кәчүрмәйдиған, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, шундақла хәйир-сахавәтниң дүшмини болиду.
[4] Улар сатқун, һәддидин ашқан вә һакавур болуп, кәйп-сапани Худадин яхши көриду.
[5] Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.
[6] Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болуп қалған аялларни аздуриду.
[7] Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
[8] Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.
[9] Уларниң қилмишлири узаққа давамлишалмайду, чүнки Янни билән Ямбириниң әқилсизлиги паш болғандәк, буларниң әқилсизлигиму халайиқ алдида чоқум паш болиду.
[10] Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учриған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариңни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.
[12] Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәтмәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.
[13] Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән биллә өзлириму алдинип кетиду.
[14] Лекин сән һазирғичә үгинип кәлгән вә чоңқур ишәнгән һәқиқәттә давамлиқ чиң тур, чүнки бу һәқиқәтни ишәшлик кишиләрдин үгәнгәнлигиңни билисән.
[15] Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.
[16] Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш, хаталиқларни көрситип бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур.
[17] У Худаға мәнсүп болған кишиләрни толуқ қуралландуруп, уларни һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турғузалайду.