Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:15

[1] Бирақ Худаниң арамлиғидин һөзүрлиниш тоғрисидики вәдиси биз үчүн инавәтликтур. Шуңа аримиздики бирәрсиниңму бу мүмкинчиликтин мәһрум қелишидин еһтият қилайли.

[2] Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.

[3] Биз мәсиһийләр бу арамлиқтин һөзүрлинәләймиз. Лекин ишәнмигәнләргә кәлсәк, дәл Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргиз һөзүрлинәлмәйду». Худа дунияни яратқандила, һәммә ишни тамамлиған еди.

[4] Чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә Муқәддәс Язмиларниң бир айитидә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап арам алди». Демәк, Худаниң арамлиғи аллибурун моҗут еди.

[5] Бирақ жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар арамлиғим­дин һәргиз һөзүрлинәлмәйду», дегән.

[6] Буниңдин билимизки, Худаниң арамлиғи тоғрисидики бу Хуш Хәвәр­ни авал аңлиғанлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, арамлиқтин һөзүрлинәлмиди. Лекин бу арамлиқтин чоқум һөзүрлинәләйдиғанлар бар.

[7] Шуниң үчүн Худа әйнә шу арамлиқтин һөзүрлинәләйдиғанларни көздә тутуп, узақ вақиттин кейин мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бәкитип, бурун ейтқан төвәндики сөзләрни Давут падиша арқилиқ Зәбурда йәнә ейтқан: «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Җаһиллиқ қилмаңлар».

[8] Әгәр Худаниң арамлиғи әҗдадимиз Йәшу исраилларни Худа беришкә вәдә қилған Қанан зиминиға башлап киргәндики арамлиқ болсиди, Худа кейин йәнә арамлиқ һәққидә тохтилип, «бүгүн» деми­гән болатти.

[9] Қисқиси, Худаниң йәттинчи күнидики арамлиғи Худаниң Өз бәндилирини күтүватиду.

[10] Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа дунияни яритиш ишидин арам алғандәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду.

[11] Шуңа Худаға әйнә шу исраиллардәк бойсунмаслиқ қилип, жиқилип чүшмәс­­ли­гимиз үчүн, һәр биримиз бу арамлиқтин һөзүрлинишкә тири­шайли.

[12] Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду.

[13] Худадин йошуруналайдиған һеч қандақ мәвҗудат йоқтур. Биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур.

[14] Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.

[15] Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур.

[16] Шуңа жүригимиз тоқ һалда меһир-шәпқәтлик Худаниң тәхтигә йеқинлишайли. Буниң билән Худаниң рәһим-шәпқитигә еришип, еһтияҗлиқ вақтимизда ярдәмгә егә бола­лаймиз.

Ибранийларға — Chapters