[1] Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.
[2] Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унтумаңлар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштәләрни меһман қилған.
[3] Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.
[4] Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җорисиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.
[5] Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».
[6] Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки: «Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур. Кишиләр мени немә қилалисун?»
[7] Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, уларниң ишәнчидин үлгә елиңлар.
[8] Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду.
[9] Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.
[10] Бизләрниң шундақ бир қурванлиқ супимиз барки, биз униңдики гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқтин һөзүрлинәләймиз. Әйни чағда ибадәт чедирида хизмәттә болған роһанийлар болса гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқлардин һөзүрлинәлмәтти.
[11] Бу гуналарни кәчүрүм қилишниң капалити сүпитидә өлтүрүлгән һайванларниң қени баш роһаний тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кириләтти, тени болса қараргаһниң сиртида көйдүрүлиду.
[12] Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.
[13] Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, У һақарәтләргә учриғинида бәрдашлиқ бәргинидәк, бизму һақарәтләргә бәрдашлиқ берәйли.
[14] Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.
[15] Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.
[16] Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.
[17] Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.
[18] Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.
[19] Йениңларға пат арида қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
[20] Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа
[21] силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!
[22] Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр.
[23] Қериндишимиз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәрни йоқлап баримән.
[24] Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.
[25] Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!