Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:45

[1] Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.

[2] Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң аилисидә хизмәт қилғанда, Худаға садиқ болғандәк, Әйса Мәсиһму Өзини тайинлап хизмәткә қойған Худаға садиқ болди.

[3] Лекин өй салғучи өзи салған өйдинму артуқ махти­нишқа сазавәр болғинидәк, Әйса Мәсиһму Муса пәйғәмбәрдин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.

[4] Әлвәттә, һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур, пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.

[5] Муса пәйғәмбәр бир хизмәткар болуш салаһийити билән Худаниң аили­сидә садиқлиқ билән хизмәт қилған. Униң хизмити болса Худаниң кейинки вақитларда ашкарилимақчи болған һәқиқәтлиригә зимин һазирлаштин ибарәт еди.

[6] Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.

[7] -

[8] Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.

[9] Гәрчә әҗдатлириңлар қилғанлиримни уда қириқ жилғичә көргән болсиму, Йәнила Мениң сәвир-тақитимни синиған еди.

[10] Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.

[11] Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргизму һөзүрлинәлмәйду › ».

[12] Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар.

[13] Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар.

[14] Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.

[15] Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар».

[16] Худаниң авазини аңлап туруп, Униңға хаинлиқ қилғанлар кимләр еди? Муса пәйғәмбәр ғалибилик һалда Мисирдин елип чиққан әшу исраилларниң һәммиси әмәсму?

[17] Худа қириқ жил кимләргә ғәзәп­лән­ди? Йәнила шу гуна өткүзүп, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?

[18] Худа кимләрни Өз арамлиғидин һөзүрләндүрмәсликкә қәсәм қилди? Худаға бойсунмиғанларни әмәсму?

[19] Булардин көрүвала­лай­мизки, улар ишәнмигәнлиги үчүн, Худаниң арамлиғидин һөзүрли­нәлмиди.

Ибранийларға — Chapters