Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:49

[1] Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзәңларни қуралландуруңлар. Чүнки Худа йолида җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән киши, гуна қилишни тохтитишқа бәл бағлиған болиду.

[2] Буниң билән кейинки һаятиңларни яман һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзисиләр.

[3] Бурун силәр Худаға ишәнмәйдиғанлар яхши көридиған ишларни қилип, көп вақтиңларни өткүзүвәттиңлар. Силәр бузуқчилиқ, шәһванийлиқ, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, ачкөзләрчә йәп-ичиш вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә яшап кәлгән едиңлар.

[4] Худаға ишәнмәйдиған адәмләр һазир силәрниң өзлиригә охшаш шәһваний турмушқа берилмигәнлигиңларға һәҗәплинип, силәрни һақарәтлимәктә.

[5] Лекин улар бу қилмишлири үчүн сорақ қилишқа тәйяр турған Худаға һесап бериду. Кәлгүсидә Худа пүткүл инсанни, мәйли тирикләр яки өлгәнләр болсун, һәммисини сорақ қилиду.

[6] Шу сәвәптин Худаниң Хуш Хәвири өлгәнләргиму, улар өлмәс­тин бурун йәткүзүлгән еди. Нәтиҗидә Хуш Хәвәрни қобул қилғанлар гәрчә җисманий җәһәттә башқа инсанларға охшаш, Худаниң һөкүми билән өлгән болсиму, лекин уларниң роһи Худа ата қилидиған мәңгү­лүк һаят билән яшайду.

[7] Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.

[8] Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.

[9] Бир-бириңлардин нарази болмай, меһмандост болуп өтүңлар.

[10] Худа тәрипидин һәр бириңларға хилму-хил һәдийә сүпитидә ата қилинған қабилийәтләрни яхши қоллинип, бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.

[11] Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!

[12] Қәдирлик қериндашлирим, силәр қаттиқ синақларға дуч кәлгиниң­ларда, әҗайип бир ишқа йолуқуп қалдим, дәп һәйран болмаңлар.

[13] Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.

[14] Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.

[15] Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатиллиқ, оғрилиқ вә яманлиқларни қилиш яки башқиларниң ишиға арилишиш сәвәвидин болмисун.

[16] Лекин араңлардин бири Әйса Мәсиһкә әгәшкүчи дәп аталғанлиғи сәвәвидин азап-оқубәт чәксә, у буниңдин номус қилмисун. Әксичә шу нам билән аталғанлиғи үчүн Худани мәдһийилисун,

[17] чүнки сорақ вақти башланди. Бу сорақ алди билән Худаниң пәрзәнтлири, йәни мәсиһийләрниң ишәнчини синаштин башлиниду. Әгәр бу биз мәсиһий­­­ләр үчүн қийин болса, у һалда Худаниң сөзигә қулақ салмиған­лар­ниң ақивити қандақ болар?

[18] Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғи­нидәк: «Әгәр адил адәмләрниң қутқузулуши тәс болса, Худа йолида маңмиғанлар вә башқа гунакарларниң ақивити қандақ болар?»

[19] Шуниң үчүн Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр җени­ни ишәнчлик Яратқучиға аманәт қоюп, яхши ишларни қилишни давамлаштурсун.

1 Петрус — Chapters