Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:06

[1] -

[2] Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.

[3] Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштики алаһидә ясавалған чачлириң­лар, тақиған алтун зебу-зенәтлириңлар вә есил кийимлириңлардин ибарәт әмәс,

[4] бәлки қәлбиңлардики өчмәс гөзәллик, йәни мулайим­лиқ вә тәмкинлигиңлардин ибарәт болсун, чүнки бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.

[5] Бурунқи чағларда үмүтини Худаға бағлиған садақәтмән аяллар дәл мошундақ гөзәллик билән өзлирини зенәтләп, әрлиригә бойсунатти.

[6] Мәсилән, Сарә Ибраһимни «ғоҗайин» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч немидин қорқмай тоғра ишларни қилсаңлар, силәрму Сарәниң пәрзәнтлири болған болисиләр.

[7] Әй әрләр, шуниңға охшаш силәрму аяллириңлар билән болған турмушта уларниң силәрдин аҗиз екәнлигини чүшинип, уларға көйүнүңлар вә уларни һөрмәтләңлар. Чүнки уларму силәргә охшаш Худа ата қилған йеңи һаяттин ортақ һөзүрләнгүчи­ләрдур. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.

[8] Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.

[9] Яман­лиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар, чүнки Худа силәрни башқиларға бәхит тиләшкә чақирди. Бундақ қилсаңлар, Худа силәрниму бәхитлик қилиду.

[10] Худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Һаятни сөйүп, яхши күн кәчүрүшни халайдиғанлар, Тилини яманлиқтин, ағзини һейлә-микирлик сөзләрдин жирақ тутсун.

[11] Яманлиқни ташлап, яхши ишларни қилсун, Һәммиси билән инақ яшашқа тиришсун.

[12] Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийлардидур, Қулақлири уларниң дуасидидур. Лекин Рәббимизниң нәприти яманлиқ қилғучилардидур».

[13] Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа тиришсаңлар, башқилар силәргә яманлиқ қилмайду.

[14] Лекин һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, нәқәдәр бәхитликсиләр! Башқиларниң қорқутушидин қорқмаңлар вә әнсирәп кәтмәңлар,

[15] бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.

[16] Буни мулайимлиқ вә һөрмәт билән ейтиңлар. Вижданиңларни сап тутуңлардә, силәргә төһмәт қилғучилар силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлардин йетилгән пәзилитиңларни көрүп, өзлири қилған бу төһмәтлиридин хиҗил болсун.

[17] Әгәр азап-оқубәт чекиши­миз Худаниң ирадиси болса, ундақта яхши ишларни қилип азап-оқубәт чекишимиз, яман ишларни қилип азап-оқубәт чекишимиздин әвзәлдур.

[18] Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди.

[19] У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғалибисини җакалиди.

[20] Солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда Нуһ пәйғәмбәр кемә ясаватқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән улар­ниң товва қилишини күтсиму, Худаниң сөзигә қулақ салмиған киши­ләрниң роһлиридур. Нуһ пәйғәмбәр ясиған кемидә пәқәт бир қанчә кишила, йәни җәми сәккиз киши болуп, улар су арқилиқ қутқузулди.

[21] Бу бизниң һазирқи қутқузулғанлиғимизни билдүридиған суға чөмүл­дүрүшимизниң алдин-ала берилгән бешарити болиду. Чөмүл­дүрү­лүшимиз бәдинимизниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки өзимизни Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ пак виждан билән Худаға беғишлишимиздур.

[22] Тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһ асманға чиқип, Худаниң оң йенида олтармақта. Периштәләр, асмандики һоқуқ­дарлар вә башқа барлиқ күчлүкләр Униңға тиз пүкмәктә.

1 Петрус — Chapters