Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:52

[1] Шуниң үчүн барлиқ яманлиқ, һелигәрлик, сахтипәзлик, көрәл­мәслик вә төһмәтхорлуқларни ташлаңлар.

[2] -

[3] Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.

[4] Әйса Мәсиһ Худаниң салмақчи болған ибадәтханисиниң тирик һул Тешидур. Кишиләр Уни рәт қилған болсиму, лекин Худа Уни таллиди вә қәдирлиди, шуңа силәр Әйса Мәсиһкә йеқинлишиңлар.

[5] Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.

[6] Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Қараңлар, талланған бир қиммәтлик һул Тешини Сионға қойдум. Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».

[7] -

[8] Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишән­мәй­диғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилған­лиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.

[9] Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишали­ғи­ниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.

[10] Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.

[11] Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр билән қаршилишидиған яман һәвәсләрдин тутувелиңлар.

[12] Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар алдида есил пәзиләт билән яшаңлар. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәрни яман адәм дәп төһмәт қилсиму, лекин силәрниң яхши әмәлиятиңларни көрүп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни Худани улуқлайду.

[13] -

[14] Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдар­ларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.

[15] Худаниң ирадиси шуки, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилидиған надан адәмләрниң зуванини яхши әмәлиятиңлар арқилиқ тувақлаштур.

[16] Силәр әркин адәм болуп, һеч ким силәрниң ундақ яки бундақ қилиш-қилмаслиғиңларни мәнъий қилалмайду. Лекин бу әркинликни яман ишларни қилишниң баниси қиливалмай, Худаниң садиқ хизмәткарлири болуп яшаңлар,

[17] барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар.

[18] Әй қуллар, ғоҗайинлириңларни һөрмәтләп, уларға бойсунуңлар. Силәр яхши вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки қаттиқ қол ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.

[19] Әгәр араңлардин бири наһәқ азап-оқубәт чәксә һәм бу азап-оқубәткә сәвир-тақәт қилиш Худаниң ирадиси екәнлигини билип, униңға сәвир-тақәт қилса, у Худани хурсән қилиду.

[20] Әгәр хаталиқ өткүзүп, тегишлик җазаға тартилғанда, униңға бәрдашлиқ бәрсә, буниң махтинидиған һеч йери йоқ! Лекин яхши ишларни қилип, азап-оқубәт чәксә һәм униңға бәрдашлиқ бәрсә, у Худани хурсән қилиду.

[21] Чүнки силәр мана шундақ азап-оқубәткә чақирилдиңлар. Әйса Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун, дәп силәргә үлгә қалдурди.

[22] Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «У гуна қилмиған, ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз чиқмиған».

[23] Әйса Мәсиһ һақа­рәткә учриғанда, тил қайтурматти. Азап-оқубәт чәккәндә, һеч кимгә қорқунуч салматти, әксичә Өзини адил һөкүм қилидиған Худаға тапшуратти.

[24] У бизниң гунаниң илкидә яшимаслиғимиз, бәлки һәққанийлиқ йолида меңишимиз үчүн, гуналиримизни Өз зиммисигә елип чапрас яғачқа миқлинип қурван болди. Силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.

[25] Чүнки бурун силәр йолдин азған қойларға охшаттиңлар, лекин һазир өзәңларни қоғдайдиған Қойчиниң, йәни Әйса Мәсиһниң йениға қайтип кәлдиңлар.

1 Петрус — Chapters