Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:53

[1] Кенһерийә шәһиридики мәсиһийләр җамаитиниң хизмәтчиси болған сиңлимиз Фибини силәргә тонуштуримән.

[2] Силәр уни Рәббимизгә мәнсүп дәп қарап, Худаниң муқәддәс хәлқидә болушқа тегишлик қизғинлиқ билән күтүвалғайсиләр. Униң силәрдин күткән һәр қандақ еһтияҗиға ярдәм қилғайсиләр, чүнки у нурғун кишиләр­гә, шуниңдәк маңиму чоң ярдәм қилған.

[3] Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдаш­лирим Прискила билән ери Аквилаға салам ейтқайсиләр.

[4] Улар мениң үчүн өз һаятиниң хейим-хәтәргә учришиға қаримиди. Ялғуз мәнла әмәс, йәһудий әмәс һәммә мәсиһийләр җамаитиму улардин миннәтдардур.

[5] Уларниң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаи­ти­гиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидә биринчи болуп Әйса Мәсиһкә ишәнгән сөйүмлүк Епениткә салам ейтқайсиләр.

[6] Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрийәм­гә салам ейтқайсиләр.

[7] Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур.

[8] Рәббимизгә мәнсүп болған қәдирлик қериндишим Ампилиятқа салам ейтқайсиләр.

[9] Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдишимиз Урбан вә қәдирлик Стахисларға салам ейтқайсиләр.

[10] Синақлардин өткән, Әйса Мәсиһкә баштин-ахир садиқ болуп кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулниң аилиси­дики мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр.

[11] Йәһудий қериндишим Һиродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәббимизгә мәнсүп болғанларға салам ейтқайсиләр.

[12] Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан Трифена вә Трифоса ханимларға салам ейтқайсиләр. Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан қәдирлик достум Персис ханимға салам ейтқай­силәр.

[13] Рәббимизниң хизмитидә алаһидә тонулған Руфусқа вә униң маңа анилиқ меһрини йәткүзгән анисиға салам ейтқайсиләр.

[14] Асинкрит, Филигон, Һермис, Патровас, Һермис вә улар билән дайим җәм болидиған қериндашларға салам ейтқайсиләр.

[15] Филолог вә Юляға, Нерий вә униң сиңлисиға, Олимпас вә улар билән дайим җәм болидиған барлиқ мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр.

[16] Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Бу йәрдики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммә җамаәттин силәргә салам.

[17] Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.

[18] Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқ­туриду.

[19] Силәрниң Рәббимизгә бойсунидиғанлиғиңлардин һәммә хәвәр тапти, шуңа силәрдин наһайити хурсәнмән. Бирақ яхши ишлар­ни қилишта дана болушуңларни, яман ишлардин хали болушуң­ларни халаймән.

[20] Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.

[21] Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам.

[22] (Мәнки ушбу хәтни Павлусниң ейтқанлири бойичә йезип бериватқан Тертийму Рәббимиз йолида силәргә салам йоллаймән.)

[23] Мәнки Павлусқа вә өз өйидә җәм болидиған пүтүн мәсиһийләр җамаитигә саһипханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ераст вә қериндишимиз Квартлардин силәргә салам.

[24] {Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!}

[25] Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.

[26] Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсу­нуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә.

[27] Барлиқ шан-шәрәп Әйса Мәсиһ арқилиқ дана вә ялғуз Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!

Римлиқларға йезилған хәт — Chapters