Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:30

[1] Қериндашлар, мән җан-җигәрим исраилларниң қутқузулу­шини бәкму арзу қилимән һәм буни Худадин дайим тиләймән.

[2] Шуниңға гувалиқ беримәнки, уларда Худаға нисбәтән һәқиқәтәнму қизғинлиқ бар. Бирақ уларниң бу қизғинлиғи һәқиқий билимгә асасланмиған.

[3] Чүнки улар Худадин кәлгән һәққаний адәм дәп җака­линиш йолини билмәй, Тәврат қануниға әмәл қилиши билән өзлириниң һәққаний адәм дәп җакалинишиға тиришиду. Буниң билән улар Худадин кәлгән ушбу йолни қобул қилмайду.

[4] Һалбуки, Әйса Мәсиһ Тәврат қануниниң мәхситини әмәлгә ашурди. Нәтиҗидә Униңға ишәнгән һәммә адәм Худа алдида һәққаний адәм дәп җака­линиду.

[5] Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җака­ли­нишқа нисбәтән Муса пәйғәмбәр мундақ язған: «Қанунға бойсунған­лар униң әмирлиригә толуқ әмәл қилиш билән һаятлиқ тапалайду».

[6] Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишқа нисбәтән Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Өз-өзәңлардин: ‹Асманға ким чиқиду?› (йәни Әйса Мәсиһни елип чүшүш үчүн) яки болмиса ‹Гөргә ким чүшиду?› (йәни Әйса Мәсиһни өлүкләр арисидин елип чиқиш үчүн) дәп сорап жүрмәңлар».

[8] Уларниң демәкчи болғини дәл «Худаниң сөзи саңа йеқиндур, у тилиңда вә дилиңдидур». Мана бу һәм биз йәткүзүватқан ишәнч тоғрисидики сөзләрдур.

[9] Демәк, Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини өз ағзиң билән етирап қилсаң вә Худаниң Уни тирилдүргәнлигигә чин қәлбиңдин ишәнсәң, қутқузулисән.

[10] Чүнки инсан чин қәлбидин ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиниду, өз ағзи билән етирап қилиш арқилиқ қутқузулиду.

[11] Муқәддәс Язмиларда: «Униңға ишәнч қилғанла киши наүмүттә қалмайду», дейилгән.

[12] Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр­ниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду.

[13] Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Рәббимизгә илтиҗа қилған­ларниң һәммиси қутқузулиду».

[14] Лекин Униңға ишәнмигәнләр Униңға қандақму илтиҗа қилсун? У тоғрилиқ аңлимиғанлар Униң­ға қандақму ишәнсун? У тоғрисида хәвәр йәткүзгүчиләр болмиса, кишиләр қандақму аңлалисун?

[15] Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүл­сун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләр­ниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!»

[16] Бирақ худди Йәшая пәйғәмбәрниң: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә кимму ишәнди?» дегинидәк, һәммә адәм Хуш Хәвәрни қобул қилған әмәс.

[17] Ишәнч Хуш Хәвәрни аңлаштин келиду; Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидидур.

[18] Лекин силәрдин шуни сораймәнки, исраиллар бу Хуш Хәвәрни аңлими­ғандиму? Әлвәттә аңлиди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк: «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири зиминниң булуң-пушқақлириға йәтти».

[19] Силәрдин йәнә шуни сораймәнки, исраиллар Хуш Хәвәрни чүшән­ми­гәндиму? Башқа хәлиқләр чүшәнгән йәрдә, улар чоқум чүшәнди. Чүнки Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ аллибурун мундақ ейтқан: «Өз хәлқим болмиған бир хәлиқ арқилиқ Силәр исраилларда көрәлмәслик қозғаймән. Силәр әқилсиз дәп қарайдиған хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».

[20] Кейин Йәшая пәйғәмбәр техиму жүрәклик һалда Худаниң сөзли­рини йәткүзүп, мундақ деди: «Мени издимигәнләр Мени тапти, Мени соримиғанларға Өзәмни көрсәттим».

[21] Лекин исраиллар һәққидә Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ деди: «Мән бойсунмас вә җаһил бир хәлиққә Күн бойи қоллиримни узитип турдум».

Римлиқларға йезилған хәт — Chapters