Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:46

[1] Әтиси таң сәһәрдә алий роһанийлар, ақсақаллар, Тәврат устаз­лири вә алий кеңәшминиң пүтүн әзалири мәслиһәт­лишивал­ғандин кейин, һәзрити Әйсани бағлап, һаким Пилатусқа тапшуруп бәрди.

[2] Пилатус Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.

[3] Алий роһанийлар Униң үстидин бир мунчә әризә-шикайәтләрни қилишти.

[4] Пилатус Униңдин йәнә: — Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду. Сән һеч қайсисиға җавап бәрмәмсән? — дәп сориди.

[5] Лекин һәзрити Әйса йәнила зуван сүрмиди. Пилатус буниңға һәйран болди.

[6] Һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида һаким хәлиқ илтимас қилған бир мәһбусни қоюп берәтти.

[7] Әйни вақитта зинданда топилаңда адәм өлтүргән топилаңчилар билән биллә тутулған Бараббас исимлиқ бир киши бар еди.

[8] Хәлиқ һаким Пилатусниң алдиға келип, униңдин бир мәһбусни бурунқиға охшаш қоюп беришни тәләп қилди.

[9] Пилатус уларға: — Силәргә йәһудийларниң Падишасини қоюп беришимни халам­силәр? — деди.

[10] Пилатус алий роһанийларниң һәзрити Әйсаға көрәл­мәслик қилип, Уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти.

[11] Бирақ алий роһанийлар хәлиққә: «Һәзрити Әйсаниң орниға Бараббасни қоюп беришни тәләп қилиңлар», дәп уларни күшкүртти.

[12] Пилатус улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр йәһудийларниң Падишаси, дәп атиған Адәмни қандақ бир тәрәп қилай? — дәп сориди.

[13] — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп чуқан селишти улар.

[14] — Немишкә? У немә җинайәт өткүзүпту? — деди Пилатус уларға. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп турувелишти.

[15] Халайиқни хурсән қилмақчи болған Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Һәзрити Әйсани болса қамчилатқандин кейин, чапрас яғачқа миқлаш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди.

[16] Ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирди, андин пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди.

[17] Улар Униңға шаһанә сөсүн рәңлик тон, бешиға тикән шахлиридин өрүп ясалған таҗа кийдүрди

[18] вә Униңға: «Яшисун йәһудийларниң Падишаси!» дәп вақирашти.

[19] Андин бешиға қомуч билән қайта-қайта уруп, Униңға қарап түкүрүшти вә Униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.

[20] Уни мана шундақ мәсқирә қилғандин кейин, сөсүн тонни салду­руп, учисиға Өз кийимлирини кийдүрди вә чапрас яғачқа миқлаш үчүн, елип меңишти.

[21] Симун исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетива­татти. Искәндәр билән Руфусниң атиси болған бу адәм Кирини шәһиридин еди. Ләшкәрләр һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғичини бу адәмгә мәҗбурий көтәргүзди.

[22] Улар һәзрити Әйсани Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә елип барди.

[23] Униңға мурмәк­ки арилаштурулған шарап бәрди, лекин һәзрити Әйса уни ичмиди.

[24] Улар һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап асти вә һәр қайсиси өзигә чиққанни елиш үчүн чәк ташлишип, кийимлирини бөлүшүвал­ди.

[25] Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған вақит әтигән саат тоққуз­лар еди.

[26] Гуна тахтисиға «Йәһудийларниң Падишаси» дәп йезилған еди.

[27] Һәзрити Әйсадин башқа икки қарақчиму чапрас яғачқа миқлан­ған болуп, бири Униң оң йенидики, йәнә бири сол йенидики чапрас яғачта еди.

[28] {Шундақ қилип, Муқәддәс Язмилар­дики: «У җинайәт­чиләр билән бир қатарға қоюлиду», дегән сөз испат­ланди.}

[29] У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, һәзрити Әйсани һақарәтләп: — Қени, Сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күндә қайтидин ясап чиқидиған Адәм едиңғу?

[30] Әнди чапрас яғачтин чүшүп, Өзәңни қутқузғина! — дейишти.

[31] Алий роһанийлар вә Тәврат устазлириму Уни шундақ мәсқирә қилип, өз ара: — Башқиларни қутқузуптикән, Өзини қутқузалмиди.

[32] Исраил­ларниң Падишаси Қутқазғучи-Мәсиһ әнди чапрас яғачтин чүшүп бақсунчу, биз шуни көрүп Униңға ишинәйли, — дейишти. Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланғанларму Уни һақарәтләшти.

[33] Чүш вақти саат он иккидә пүтүн зиминни қараңғулуқ қаплап, саат үчкичә давам қилди.

[34] Саат үчтә һәзрити Әйса жуқури аваз билән: «Елой, Елой, ләма шәвақтани!» Йәни «Худайим, Худайим, Мени немишкә ташлавәттиң!» дәп вақириди.

[35] У йәрдә турғанларниң бәзилири буни хата аңлап: — Қараңлар, бу Адәм Илияс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.

[36] Уларниң ичидин бири жүгрәп берип, бир парчә латини әкелип, әрзән үзүм шаравиға чилап, уни қомучниң учиға бағлап һәзрити Әйсаға ичкүзмәкчи болди вә: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип Уни чүшириваламдикин? — деди.

[37] Һәзрити Әйса қаттиқ вақиридидә, тиниғи тохтап, җан үзди.

[38] Шу вақитта мәркизий ибадәтханидики пәрдә жуқуридин төвәнгә икки парчә болуп житилди.

[39] Һәзрити Әйсаниң удулида турған йүз беши Униң қандақ җан үзгинини көрүп: — Бу Адәм һәқиқәтән Худа Оғли екән! — деди.

[40] Жирақтин қарап турған бәзи аялларму бар еди. Уларниң арисида мәҗдәллик Мәрийәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрийәм вә Саломилар бар еди.

[41] Һәзрити Әйса Җәлилийәдә турған вақитта бу аяллар Униңға әгишип, Униң хизмитидә болған еди. Униң билән Йерусалимға биллә кәлгән йәнә бир мунчә аялларму әһвални күзитип туратти.

[42] У һарпа күни, йәни дәм елиш күниниң алдинқи күни еди. Кәч кирип қалғанда, йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң һөрмәткә сазавәр әзаси, Худаниң Падишалиғини интизарлиқ билән күтүватқан араматиялиқ Йүсүп жүрәклик һалда һаким Пилатусниң алдиға чиқип, униңдин һәзрити Әйсаниң җәсидини беришини тәләп қилди.

[44] Пилатус һәзрити Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигини аңлап һәйран болди. У йүз бешини чақирип, униңдин һәзрити Әйсаниң өлгинигә қанчилик вақит болғанлиғини сориди.

[45] У йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни елип кетишкә рухсәт қилди.

[46] Йүсүп кәндир рәхт сетивелип, җәсәтни чапрас яғачтин чүширип кепинлиди вә қияда оюлған бир қәбиргә дәпнә қилип, ағзиға йоған бир қорам ташни домилитип қойди.

[47] Мәҗдәллик Мәрийәм билән Йосәниң аниси Мәрийәм һәзрити Әйсаниң қоюлған йерини көрүвалди.

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр — Chapters