Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:54

[1] Әй балилар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Бу силәрниң борчуңлардур.

[2] Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән «Ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризни ада қилиңлар. Бу Худаниң бир вәдә билән бағлап бәргән дәсләпки пәрзидур.

[3] Бу вәдә шуки, униңға әмәл қилсаңлар, «бәхитлик болисиләр вә бу дунияда узун өмүр сүрисиләр».

[4] Әй атилар, пәрзәнтлириңларниң аччиғини кәлтүрүп, өчмән­лик пәйда қилмаңлар. Уларни Рәббимизниң тәлими бойичә тәрбийи­ләңлар.

[5] Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар.

[6] Ғоҗайи­­ниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһ­ниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк.

[7] Ғоҗайиниңларға разимән­­лик билән хизмәт қилиңлар. Уни адәмләр үчүн әмәс, бәлки Рәбби­миз үчүн қилғандәк қилиңлар.

[8] Есиңларда тутуңларки, мәйли қул яки әркин адәм болсун, Рәббимиз һәр кимниң қилған һәр бир яхшили­ғини қайтуриду.

[9] Әй ғоҗайинлар, силәрму қуллириңларға яхши муамилә қилиңлар. Уларға қорқутуш арқилиқ бесим салмаңлар. Чүнки асмандики Худа силәрниң, шундақла уларниңму ғоҗайини екәнлигини билисиләр. Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.

[10] Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән.

[11] Шәйтанниң һейлә-микирлиригә тақабил туруш үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән қураллиниңлар.

[12] Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз.

[13] Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар.

[14] Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар.

[15] Худаниң инсанларни Өзи билән яраштуруш тоғрисидики Хуш Хәвәр чоруғини кийип, тәйяр туруңлар.

[16] Мана буларға қошуп, шәйтанниң барлиқ от туташтурулған оқлирини тосап қалалайдиған ишәнч қалқинини қолуңларға елиңлар.

[17] Худа ата қилған қутқузулуш дубулғисини кийиңлар вә Муқәддәс Роһ қиличи, йәни Худаниң сөзини мәккәм тутуңлар.

[18] Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.

[19] Мән үчүнму дуа қилиңлар. Хуш Хәвәрниң сирини жүрәклик йәткүзүшүм үчүн, Худа маңа тоғра сөзләрни бәргәй.

[20] Мән бу Хуш Хәвәрни тарқитиш сәвәвидин кишәнләнгән әлчимән. Мениң Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзүшүм үчүн дуа қилғайсиләр. Чүнки бу мениң қилишқа тегишлик ишимдур.

[21] Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни били­шиң­лар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәт­­кари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвали­мизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду.

[23] Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.

[24] Рәббимиз Әйса Мәсиһни өчмәс меһир-муһәббәт билән сөйгүчиләрниң һәммисигә Худаниң меһир-шәпқити яр болғай!

Әфәсликләргә йезилған хәт — Chapters