[1] Силәр бурун Худаға бойсунмай, гуна ичидә яшиғанлиғиңлар сәвәвидин роһий җәһәттә өлүк едиңлар.
[2] У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздуридиған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар.
[3] Бурун һәммимиз һәм шундақ яшиған едуқ. Өз гунакар тәбиитимизниң арзу-һәвәслиригә берилип, шәхсийәтчиликкә толған ой-хияллиримиз бойичә яшаттуқ. Шуңа бизму Худаниң җазасиға учрашқа лайиқ едуқ.
[4] Лекин интайин рәһим-шәпқәтлик болған Худа бизни шу қәдәр сөйгәчкә,
[5] гәрчә биз гуналиримиз түпәйлидин роһий җәһәттә өлгән болсақму, Худа бизни Әйса Мәсиһкә бағлиған һалда йеңи һаятқа ериштүрди. Есиңларда болсунки, силәр пәқәт Униң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар.
[6] Биз Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Худа бизниму Униң билән биллә тирилдүрүп, бизгә асмандики тәхттә Униң билән биллә олтириш һоқуқини бәрди.
[7] Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрситиштур.
[8] Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.
[9] Силәр һәргизму яхши әмәлләр билән қутқузулмидиңлар, шуңа силәрниң махтинишқа һәққиңлар йоқ.
[10] Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.
[11] Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтнисидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинмиғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур.
[12] У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар.
[13] Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар.
[14] Әйса Мәсиһ биз йәһудийлар билән силәр йәһудий әмәсләрни инақлаштурушниң мәнбәси. У бизләрни бирләштүрүп, бир-биримизни айривәткән дүшмәнлик тосуқни бузуп ташлиди.
[15] Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур.
[16] У чапрас яғачқа миқлинип қурван болуш арқилиқ бир тән қилип бирләштүрүлгән икки тәрәп арисидики дүшмәнликни йоқитип, уларни Худа билән яраштурди.
[17] Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди.
[18] Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.
[19] Шуниң үчүн силәр йәһудий әмәсләр әнди ят вә яқа жутлуқлардин әмәс, бәлки Худаниң муқәддәс хәлқи билән биргә Худа Падишалиғиниң пухралиридин, шундақла Худа аилисиниң әзалиридин болуңлар.
[20] Һәммимиз Худа селиватқан бена болуп, әлчиләр билән пәйғәмбәрләр бу бенаниң асаси, Әйса Мәсиһ болса униң һул Тешидур.
[21] Әйса Мәсиһ арқилиқ биз Рәббимизгә беғишланған муқәддәс ибадәтхана болуш үчүн бирләштүрүлүп өсмәктимиз.
[22] Әйса Мәсиһ арқилиқ силәр йәһудий әмәсләрму биз йәһудий мәсиһийләр билән бирликтә Худа Өз Роһи арқилиқ яшайдиған ибадәтхана қилип селиниватисиләр.