[1] Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.
[2] Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.
[3] Биз үчүн йәнә шундақ дуа қилиңларки, Худа Өз хәвирини йәткүзүшимизгә йол ечип бәрсун. Шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ һәққидики ашкарилиған сирни җакалалаймиз. Мән һазир дәл мошу Хуш Хәвәрни йәткүзүш сәвәвидин кишәнләндим.
[4] Мениң бу Хуш Хәвәрни қолумдин келишичә ениқ чүшәндүрүшүм үчүнму дуа қилиңлар.
[5] Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параситиңларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.
[6] Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.
[7] Рәббимиз йолида мән билән биллә хизмәт қиливатқан садиқ хизмәткар, сөйүмлүк қериндишим Тикикус мән тоғрилиқ барлиқ ишларни силәргә сөзләп бериду.
[8] Уни әһвалимизни йәткүзүш вә силәрни илһамландуруш үчүн силәрниң алдиңларға әвәтимән.
[9] Садиқ, сөйүмлүк қериндишимиз һәм жутдишиңлар болған Онесимусниму униң билән биргә әвәтимән. Улар бу йәрдә болуватқан һәммә ишни силәргә сөзләп бериду.
[10] Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиңлар.)
[11] Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худаниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.
[12] Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафирадин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худаниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.
[13] Униң силәр үчүн һәм Лаодикия вә Һейраполис шәһиридики қериндашлар үчүн көп әҗир сиңдүрүп кәлгәнлиги тоғрисида силәргә гувалиқ беримән.
[14] Қәдирлик тевип Луқа вә Демасму силәргә салам ейтти.
[15] Лаодикиядики қериндашларға, болупму Нимфә ханимға вә униң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигә салам ейтқайсиләр.
[16] Бу хәт араңларда оқулуп болғандин кейин, Лаодикиядики мәсиһийләр җамаити ичидиму оқулсун. Силәр йәнә Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә язған хетимниму оқуңлар.
[17] Аркипусқа шуни ейтиңларки, Худа униңға тапшурған вәзипини чоқум ада қилсун.
[18] Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!