[1] Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асмандики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.
[2] Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки асмандики ишларға баш қатуруңлар.
[3] Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур.
[4] Һаятиңларниң мәнбәси болған Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, силәр Униң билән биллә шан-шәрәптә аян болисиләр.
[5] Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөзлүкләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.
[6] Худаниң ғәзиви мошундақ ишларни қилғучиларниң бешиға чүшиду.
[7] Бурун силәрму бундақ арзу-һәвәсләр ичидә яшап, яман турмуш кәчүргән едиңлар.
[8] Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәплиниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.
[9] Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап,
[10] йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниватқиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.
[11] Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.
[12] Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.
[13] Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүңларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүргинидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар.
[14] Әң муһими, меһир-муһәббәтлик болуңлар. Чүнки меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду.
[15] Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.
[16] Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.
[17] Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйсаниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
[18] Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға мунасип һалда әрлириңларға бойсунуңлар.
[19] Әй әрләр, аяллириңларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар.
[20] Әй балилар, һәр қандақ ишта ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки бу Рәббимизни хурсән қилиду.
[21] Әй атилар, пәрзәнтлириңларға болған муамилидә уларниң нәпритини қозғап қоймаңлар. Ундақ қилсаңлар пәрзәндиңлар чүшкүнлишип кетиду.
[22] Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуңлар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар.
[23] Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
[24] Есиңларда болсунки, Рәббимиз Өз хәлқигә беришкә вәдә қилған мирасни силәргә соға қилиду. Чүнки силәр һәқиқий ғоҗайиниңлар Рәббимиз Әйса Мәсиһкә хизмәт қиливатисиләр.
[25] Мәйли ким болушидин қәтъий нәзәр, яман иш қилса, қилған яман ишиға яриша Худаниң җазасиға тартилиду. Чүнки Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.