Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:50

[1] Худа рәһим-шәпқити билән бу хизмәтни бизгә бәргән екән, җасаритимизни йоқатмаймиз.

[2] Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.

[3] Биз йәткүзү­ватқан Хуш Хәвәрниң мәнаси йошурун дейилсә, у һалак болидиғанлар үчүнла йошурундур.

[4] Чүнки бу дунияниң һөкүмрани болған шәйтан Худаниң обризи болған Әйса Мәсиһниң улуқлуғини билдүридиған Хуш Хәвәрниң нури ишәнмәйдиғанларниң дилини йорутмисун дәп, уларниң әқлини ишлимәс қилип қойди.

[5] Биз қәйәргә барсақ, өзимизни әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһни җакалаймиз. Өзимизгә кәлсәк, биз пәқәт Әйса Мәсиһ үчүн силәрниң хизмәткариңлармиз.

[6] Чүнки дунияни яратқанда «Нур қараңғулуқтин чақнисун», дәп әмир қилған Худа бизниң Өзиниң Әйса Мәсиһ арқилиқ аян қилған улуқлу­ғини тонуп йетишимиз үчүн, Хуш Хәвәрниң нури билән қәлбимизни йорутти.

[7] Худаниң бизгә ата қилғини Хуш Хәвәрниң нуридин ибарәт болған бебаһа ғәзнидур. Биз гоя бу ғәзнә қачиланған сапал қача. Мана буниңдин кишиләр биздики улуқ қудрәтниң өзимиздин әмәс, бәлки Худадин кәлгәнлигини биләләйду.

[8] Мана биз һәр тәрәптин қийин әһвалда қалдуқ, амма йәксән болмидуқ. Тәмтирәп қалдуқ, амма үмүтсизләнмидуқ.

[9] Қоғлиниватимиз, һалбуки Худа тәрипидин ташла­ве­ти­лмидуқ. Жиқитилдуқ, амма йоқитилмидуқ.

[10] Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләргә, һәтта өлүм ховупиға дуч келиватимиз, лекин Әйса Мәсиһ дайим бизгә күч-қудрәт берип туруватиду. Буниң билән кишиләр вуҗудимиздин Униң һаят екәнлигини көрүвалалайду.

[11] Шундақ, Әйса Мәсиһкә әгәшкәнлигимиз сәвәвидин һемишәм өлүмгә дучар қилинмақтимиз. Кишиләр буниңдин Әйса Мәсиһниң һаятини биздә көрүвалалайду.

[12] Демәк, биз һемишәм өлүмгә дучар болувати­миз; силәр болсаңлар буниң билән һаятлиққа еришиватисиләр.

[13] Биз йәнила Хуш Хәвәрни тарқитиватимиз, чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилған «Ишәндим, шу сәвәптин сөзлидим», дегүчидә бар болған ишәнч биздиму бардур.

[14] Чүнки Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирил­дүргән Худаниң бизниму Униңға охшаш тирилдүридиғанлиғини вә силәр билән биллә Өз һозуриға кәлтүридиғанлиғини билимиз.

[15] Биз тартиватқан мүшкүлчиликләрниң һәммиси силәр үчүндур. Бу арқи­лиқ Худаниң меһир-шәпқити техиму көп кишиләргә йәткүзүлиду. Шундақ болғанда, уларниң тәшәккүрлири Худаға ейтилип, Худа техиму улуқлиниду.

[16] Шуңа җасаритимизни йоқатмаймиз. Тенимиз барғансири харап болсиму, роһумиз күндин-күнгә йеңиланмақта.

[17] Биз учраватқан бу вақитлиқ вә әрзимәс азап-оқубәтләр бизгә тәңдаш­сиз вә мәңгүлүк шан-шәрәп елип келиду.

[18] Шуңа көзүмиз көрүнидиған­да әмәс, бәлки көрүнмәйдиғандидур. Чүнки көрүнидиғини өткүнчидур, көрүнмәйдиғини болса мәңгүлүктур.

Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт — Chapters