Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:42

[1] Ундақта, йәһудийларниң йәһудий әмәсләрдин немә артуқчилиғи бар яки хәтнә қилинишниң немә әһмийити бар?

[2] Әлвәттә, улар­ниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң сөзи йәһудийларға аманәт қилинған.

[3] Бәзи йәһудийлар Худаға садақәт­сизлик қилдиму дәйли. Ундақта, уларниң садақәтсизлиги сәвәвидин Худа Өзиниң уларға бәргән вәдисидә турмамду?

[4] Яқ, һәргиз ундақ қилмайду! Һәммә инсан ялғанчи болған тәғдирдиму, Худа йәнила растчилдур. Бу һәқтә Зәбурда мундақ дейилгән: «Сөзлигиниңдә адил болуп испатлинисән, Әйиплинишкә учриғиниңда ғалибә қилисән».

[5] Лекин биз йәһудийларниң адаләтсизлиги Худаниң адиллиғини техиму ениқ көрситип бәрсә, буниңға немә дәймиз? Худа бизни җаза­лиса, Уни адил әмәс десәк боламду? (Бәзиләр шундақ дәп ойлап жүри­дикән!)

[6] Яқ, мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр Худа биз йәһудийларни адиллиқ билән җазалимайдиған болса, қиямәттә қан­дақ­­му дуния үстидин һөкүм чиқиралайду?

[7] Лекин бәзиләр: «Мениң садақәтсизлигим Худаниң растчиллиғини техиму ениқ көрситип, Униң улуқлуғини йорутуп бәрсә, мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.

[8] Әгәр шундақ болса, «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқиду!» дегән мәна келип чиқмамду? Бәзиләр бизни мошундақ деди, дәп төһмәт қилиду. Мундақ төһмәт қилғанларниң җазаға тартилиши һәқлиқтур.

[9] Ундақта, Худаниң сорақ қилидиған күнидә биз йәһудийлар йәһу­дий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Чүнки мән һәммимизниң мәйли йәһудий болайли яки болмайли, гунаниң илкидә екәнлигимизни жуқурида көрситип өттүм.

[10] Муқәддәс Язми­лар­да йезилғинидәк: «Һәққаний адәм йоқтур, һәтта бириму,

[11] Һәқ-наһәқни чүшинидиғиниму йоқтур. Худани издәйдиғиниму һәм.

[12] Чәтниди һәммә адәм Худа йолидин, Қалди кирип туюқ йолға. Яхшилиқ қилғучи йоқтур, һәтта бириму».

[13] «Еғизлиридики гәп очуқ қәбирдәк сесиқ, Ялғанчилиқ қилиду һәм тиллири. Ләвлири худди иланниң зәһәрхәндиси».

[14] «Зувани ләнәт вә зәрдигә толған».

[15] «Улар алдирайду қан төкүшкә,

[16] Қилиду барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишларни,

[17] Йоқтур хәвири аманлиқ йолидин қилчә».

[18] «Билмәйду Худадин һәм қорқушни».

[19] Муқәддәс Язмилардики бу айәтләрниң Тәврат қануни астида яшай­ди­ған йәһудийларға қарита ейтилғанлиғини билимиз. Шундақ болған­да, йәһудийлар һәм йәһудий әмәсләрниң банә көрситидиған еғизлири тувақлиниду вә пүткүл дуниядики инсанлар Худаниң һөкүми астида туриду.

[20] Демәк, һәр қандақ киши Худаниң алдида Тәврат қануниға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакаланмайду. Бәлки шу қанун­ға толуқ әмәл қилалмайдиғанлиғини билип өзиниң гунакар екән­ли­гини тонуп йетиду.

[21] Лекин һазир Худаниң қандақ йол билән инсанларни һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи очуқ ашкариланди. Бу Тәврат қануниға әмәл қилишқа бағлиқ әмәс. Буниңға Тәврат қануни вә Пәйғәмбәрләр­ниң Язмилириму гувалиқ бәргән.

[22] Худа адәмләрни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалайду. Худа Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәммә адәмгә шундақ муамилә қилиду, бу йәрдә айримчилиқ йоқтур.

[23] Чүнки һәммә адәм гуна қилип, Худаниң инсанларни яратқанда ата қилған шан-шәривидин мәһрум қалған.

[24] Лекин Худа бизгә меһир-шәпқәт көрситип, бизни төләмсиз һалда һәққаний адәм дәп җакалиди. Бу Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулди, чүнки У бизни гунаниң қуллуғидин азат қилди.

[25] Худа инсанларниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн, уларни җазалаш­ниң орниға Әйса Мәсиһни қурван болушқа әвәтип бәрди. Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқла Худа Әйса Мәсиһ­кә ишәнгәнләрни Өзи билән яраштурди. Худа Әйса Мәсиһни қурван болушқа әвәтиш билән, Өзиниң бурунқи замандики кишиләрниң гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, уларни дәрһал җазалимиғанлиғиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти. Чүнки Әйса Мәсиһ уларниңму гунали­ри үчүн қурван болди.

[26] Мана һазирму Худа йәнә Өзиниң адиллиғини көрситиватиду. Чүнки инсанлар гунакар болсиму, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлиги үчүн, Худа уларни йәнила адиллиқ билән кәчүриду.

[27] Шундақ екән, биз Тәврат қануниға әмәл қилиш билән Худа тәрипидин қобул қилиндуқ, дәп махтинимизму? Яқ! Бизниң махтини­ши­мизниң орни йоқ. Немә сәвәптин? Чүнки инсанлар Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқла кәчүрүмгә еришиду.

[28] Демәк, Худаниң бизни Тәврат қануниға әмәл қилишимиз билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигимиз билән һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғиға ишинимиз.

[29] Силәр Худа пәқәт Тәврат қануниға егә болған йәһудийларнила қобул қилиду, дәп ойламсиләр? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! У йәһудий әмәсләрниму қобул қилиду.

[30] Чүнки Худа бирдур. У хәтнә қилинған йәһудийларни, шундақла хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниму бирла йол билән, йәни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи билән һәққаний адәм дәп җакалайду.

[31] Ундақта, биз ишәнчимиз арқилиқ Тәврат қанунини бекар қиламдуқ? Яқ, дәл буниң әксичә биз ишәнчимиз арқилиқ Тәврат қануниниң тоғра екәнлигини испатлаймиз.

Римлиқларға йезилған хәт — Chapters