[1] Йәттә чиниси бар йәттә периштәниң бири келип, маңа: — Бу йәргә кәл, сулар үстидә олтарған, даңқи чиққан паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй.
[2] Дунияниң падишалири униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилишти, йәр йүзидә яшайдиғанлар униң җинсий әхлақсизлиғиниң шаравидин мәс болушти, — деди.
[3] Униңдин кейин периштә мени бир чөлгә елип кәтти. Шу чағда Муқәддәс Роһ мени өз илкигә алған еди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил девиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм.
[4] Аял сөсүн вә тоқ қизил рәңлик кийим кийгән болуп, алтун, қиммәт баһалиқ таш вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгән еди. Қолида жиркиничлик нәрсиләр вә өз җинсий әхлақсизлиғиниң мәйнәтчиликлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди.
[5] Пешанисигә «Улуқ Бабил — паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничликләрниң аниси» дегән бир сирлиқ нам йезилған еди.
[6] Мән аялниң Худаниң муқәддәс хәлқи, йәни Әйсаға гувалиқ берип қурван болғанларниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп интайин һәйран болдум.
[7] Периштә маңа мундақ деди: — Немигә һәйран болуватисән? Аялниң вә у минип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк девиниң сирини саңа ейтип берәй.
[8] Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.
[9] Буни чүшиниш үчүн әқил-парасәт керәк. Йәттә баш у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду.
[10] Буларниң бәши ағдурулған, бири бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә азла вақит туралайду.
[11] Бурун бар, лекин һазир болмиған девиниң өзи сәккизинчи падишадур. У һәм йәттә падишаниң қатарида һалакәткә йүзлиниду.
[12] Сән көргән девиниң он мүңгүзи техи һөкүм сүрмигән он падишадур. Лекин буларға девә билән биллә бир саатлиқ падишалиқ һоқуқи берилиду.
[13] Бу падишалар өз қудрити вә һоқуқлирини бир нийәт, бир мәхсәттә девигә беришиду.
[14] Девә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза ғалибә қилиду, чүнки Қоза рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән бир сәптикиләр чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур.
[15] Периштә маңа йәнә: — Паһишә аял бойида олтарған, сән көргән суларниң өзи милләтләр, қәбилиләр, хәлиқләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләрдур.
[16] Сән көргән девә вә он мүңгүз бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялиңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду.
[17] Чүнки Худа әшу он падишаниң қәлбини әсир қилип, уларниң өз мәхсәтлирини әмәлгә ашурғузиду. Шуниң билән бу падишалар Худаниң сөзлири әмәлгә ашқичә, һөкүмранлиқ һоқуқини девигә өткүзүп бериштә бирликкә келиду.
[18] Сән көргән аял дунияниң падишалири үстидин һөкүмранлиқ қилидиған улуқ шәһәр — Бабилдур, — деди.