[1] Шуниңдин кейин ибадәтханидин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң йәттә периштәгә: «Бериңлар, Худаниң ғәзиви билән толған йәттә чинидикини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
[2] Биринчи периштә берип чинидикини қуруқлуққа төкти. Буниң билән тенидә девиниң бәлгүси болған вә униң һәйкилигә ибадәт қилғанларниң бәдинини жиркиничлик жириңлиқ ярилар қаплап кәтти.
[3] Иккинчи периштә чинидикини деңизға төкти. Деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.
[4] Үчинчи периштә чинидикини дәрия вә булақларға төкти. Уларниң сүйиму қанға айланди.
[5] Андин су периштәсиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Һазир вә әзәлдин бар болған муқәддәс Худа! Чиқарған һөкүмлириң дурус вә адилдур.
[6] Яман адәмләр Сениң муқәддәс хәлқиң вә пәйғәмбәрләр қенини төккәнлиги үчүн, Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар мошу җазаға лайиқтур».
[7] Йәнә қурванлиқ суписидин кәлгән бир авазниң: «Әй һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, һөкүмлириң һәқ вә адилдур», дегәнлигини аңлидим.
[8] Төртинчи периштә чинидикини қуяшниң йүзигә төкти. Буниң билән қуяшқа инсанларни оттәк қизиғи билән өртәш қудрити берилди.
[9] Инсанлар дәһшәтлик иссиқта өртәлди. Бирақ улар товва қилиш вә бу балаю-апәтләрни кәлтүрүш қудритигә егә болған Худаға һәмдусаналар ейтишниң орниға Уни қарғашти.
[10] Бәшинчи периштә чинидикини девиниң тәхтигә төкти. Девиниң падишалиғини қараңғулуқ басти. Инсанлар азаптин тиллирини чишләшти.
[11] Улар ағриқ азави вә ярилириниң дәстидин асмандики Худани қарғашти. Бирақ қилмишлириға товва қилишмиди.
[12] Алтинчи периштә чинидикини улуқ Фират дәриясиға төкти. Шу һаман дәрияниң сүйи қуриди. Буниң билән күн чиқиштин келидиған падишаларниң йоли ечилди.
[13] Шуниңдин кейин әҗдиһаниң, девиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч яман роһни көрдүм.
[14] Булар карамәтләр көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлашқа кетивататти.
[15] Әйса мундақ деди: «Қараңлар, оғриниң келишидәк туюқсиз келимән. Ялиңач қелип, номусқа қалмаслиқ үчүн, кийимлирини йениға қоюп, сәгәк ятқанлар нәқәдәр бәхитлик-һә!»
[16] Үч яман роһ падишаларни ибранийчә «Армагедон» дейилидиған йәргә топлиди.
[17] Йәттинчи периштә чинидикини һаваға төкти. Асмандики ибадәтханиниң тәхтидин көтирилгән җараңлиқ бир аваз: «Иш тамам!» деди.
[18] Шу пәйттә чақмақлар чеқилди, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Йәр-зимин шунчилик тәврәндики, инсанлар яритилғандин бери бундақ қаттиқ тәвриниш болмиған еди.
[19] Улуқ шәһәр Бабил үчкә бөлүнди. Һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму йәр билән йәксән болди. Шу улуқ шәһәр Бабилдин һесап елиниш үчүн, Худаниң қаттиқ ғәзиви билән толған қәдәһ униңға берилди.
[20] Пүтүн араллар ғайип болди, тағлар йоқалди.
[21] Асмандин инсанларниң үстигә һәр бир даниси қириқ бәш килограмм чамисида келидиған мөлдүр яғди. Бу мөлдүр апити шундақ қорқунучлуқ болдики, инсанлар бу балаю-апәтниң дәстидин Худани қарғашти.