Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 8:05

[1] Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.

[2] Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:

[3] — Қулақ селиңлар! Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.

[4] Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.

[5] Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,

[6] лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту.

[7] Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. Нәтиҗидә майсилар һосул берәлмәпту.

[8] Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Улар үнүп чиққандин кейин, өсүп чоң болуп, яхши һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз, бәзилири атмиш, йәнә бәзилири болса йүз һәссә һосул берипту.

[9] Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

[10] Халайиқ кәткәндин кейин, һәзрити Әйсаниң он икки шагирти билән әгәшкүчилири Униңдин тәмсилләрниң мәнасини сорашти.

[11] Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.

[12] Буниң билән Худаниң мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Қилғанлиримға қарайду, қарайду, мәнасини уқмайду. Сөзлиримни аңлайду, аңлайду, чүшәнмәйду. Ундақ болмисиди, Маңа қайтатти. Мәнму уларни кәчүрүм қилаттим».

[13] Андин һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, башқа тәмсилләрни қандақму чүшинисиләр?

[14] Дехан чачқан уруқ Худаниң сөзидур.

[15] Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду.

[16] Тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшкән уруқлар мундақ кишиләргә тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилиду.

[17] Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, дәрһал Худа йолидин чәтнәп кетиду.

[18] Йәнә бәзи кишиләр болса тикәнликкә чүшкән уруқларға тәмсил қилинған.

[19] Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.

[20] Йәнә бәзи кишиләр үнүмлүк топиға чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлап, қобул қилиду. Худаниң сөзи уларда оттуз, атмиш, һәтта йүз һәссә һосул бериду.

[21] Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Ким чирақни йеқип, уни дас яки каривәт астиға йошуруп қойиду? У әлвәттә чирақни чирақдан үстигә қоймамду?

[22] Һәр қандақ мәхпий иш ашкариланмай қалмайду; йошурун тутулған һәр қандақ иш паш болмай қалмайду.

[23] Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

[24] Аңлиғанлириңларға зеһин қоюңлар! Силәр қанчилик көп зеһин қойсаңлар, силәргә шунчә көп чүшәнчә берилиду, һәтта йетип ашқи­дәкму берилиду.

[25] Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.

[26] Кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Худаниң Падишалиғи йәнә буниңға охшайду: Дехан топиға уруқ чачиду.

[27] У кечиси ухлайду, күндүзи туриду. Уруқ үнүп йетишиду. Лекин у дехан қандақсигә бундақ болғанлиғини билмәйду.

[28] Топа тәбиий һалда һосул бериду. Уруқ авал үниду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду.

[29] Дан пишип йетилгәндә, у дехан дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул жиғиш вақти кәлгән болиду.

[30] Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? Қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәй?

[31] У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму,

[32] терилгәндин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ шахлайдуки, қуш­ларму униң сайисидә угилайду.

[33] Һәзрити Әйса Худаниң сөзини буниңға охшаш нурғун тәмсилләр билән җамаәт чүшинәлигидәк қилип чүшәндүрәтти.

[34] Тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. Өз шагиртлири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.

[35] У күни кәчқурун һәзрити Әйса шагиртлириға: — Көлниң у қетиға өтәйли, — деди.

[36] Шагиртлар халайиқтин айри­лип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.

[37] Қаттиқ боран чиқип, долқунлар шундақ урдики, кемигә су тошай дәп қалған еди.

[38] Һәзрити Әйса кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, биз ғәриқ болуш алдида туруватсақ, кариңиз йоқму? — дейишти.

[39] Һәзрити Әйса орнидин туруп, боранға буйруқ қилди вә долқун­ларға: «Тохта! Тиничлан!» деди. Буниң билән боран тохтап, долқун пәсләп, җим-җит болуп қалди.

[40] Һәзрити Әйса шагиртлириға: — Неманчә қорқисиләр! Техичә ишәнчиңлар йоқму? — деди.

[41] Улар болса қаттиқ қорқунуч ичидә бир-биригә: — Бу Адәм зади Кимду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.

Маркус — Chapters