[1] Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.
[2] Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
[3] — Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди һәзрити Әйса.
[4] — Муса пәйғәмбәр әрләрниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти улар.
[5] Һәзрити Әйса уларға: — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр бу буйруқни язған.
[6] Худа аләмни яратқанда, инсанларни «әр вә аял қилип яратти».
[7] «Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип,
[8] бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур». Шундақ екән, әр-аял айрим-айрим икки тән болмастин, бир тәндур.
[9] Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.
[10] Улар өйгә киргәндин кейин, шагиртлири бу һәқтә һәзрити Әйсадин йәнә сориди.
[11] Һәзрити Әйса уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду.
[12] Еридин аҗришип, башқа әргә тәккән аялму нека садиқлиғини бузған болиду, — деди.
[13] Қоллини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балилирини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди.
[14] Буни көргән һәзрити Әйса хапа болуп, шагиртлириға: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур.
[15] Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
[16] Шуниң билән У балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.
[17] Һәзрити Әйса сәпәргә чиқиш алдида, бир киши жүгрәп келип, Униң алдида тиз пүкүп: — Әй яхши Устаз, мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди.
[18] Һәзрити Әйса униңға: — Мени немишкә яхши дәйсиз? Ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ.
[19] Сиз Тәвратта буйрулған «Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, башқиларни алдима, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризләрни ада қилиң, — деди.
[20] — Устаз, буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди һелиқи адәм.
[21] Һәзрити Әйса униңға меһриванлиқ билән қарап: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң! — деди.
[22] Бу сөзни аңлаш биләнла бу адәмниң чирайи өзгирип, қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
[23] Һәзрити Әйса өп-чөрисигә көз жүгәртип чиққандин кейин, шагиртлириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә! — деди.
[24] Шагиртлар Униң сөзлиригә һәйран болушти. Лекин һәзрити Әйса уларға йәнә: — «Балилирим, Худаниң Падишалиғиға кириш немә дегән тәс һә!
[25] Байларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.
[26] Шагиртлар техиму һәйран болушуп, бир-биридин: — Ундақта, ким қутқузулушқа еришәләйду? — дәп сорашти.
[27] Һәзрити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин әмәс, Худаниңла қолидин келидиған иштур, чүнки Худа һәммигә қадирдур, — деди.
[28] — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә, биз қутқузуламдуқ? — деди Петрус кәйнидинла.
[29] — Билип қоюңларки, Мени вә Хуш Хәвәрни дәп, өйи, ака-укилири, һәдә-сиңиллири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси
[30] бу дунияда зиянкәшликкә учраш билән биргә йүз һәссиләп өй, ака-ука, һәдә-сиңил, ана, бала-җақа вә йәр-зиминларға еришиду. Келидиған дуниядиму мәңгүлүк һаятқа еришиду.
[31] Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатардикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду, — деди һәзрити Әйса.
[32] Улар Йерусалимға баридиған йолда еди, һәзрити Әйса һәмминиң алдида кетивататти. Шагиртлири Униң хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған у шәһәргә алдирап маңғанлиғидин һәйран еди, уларға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Һәзрити Әйса он икки шагиртини йәнә бир чәткә тартип, уларға Өз бешиға келидиғанларни уқтуруп:
[33] — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду.
[34] Римлиқлар Уни мәсқирә қилиду, йүзигә түкүриду, Уни қамчилайду вә өлтүриду. Бирақ У үч күндин кейин қайта тирилиду, — деди.
[35] Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, бизниң бир тәливимиз бар еди. Орунлап беришиңизни өтүнимиз, — дейишти.
[36] — Силәргә немә қилип беришимни тәләп қилисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса.
[37] — Сиз шан-шәрәпкә еришкиниңиздә, биримизни оң йениңизда, биримизни сол йениңизда олтарғузғайсиз, — дейишти улар.
[38] — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини вә Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?
[39] — Қобул қилалаймиз, — дейишти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә вә чөмүлдүрүлүшүмгә ортақ болисиләр.
[40] Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Бу орунлар кимләргә тәйярланған болса, шулар олтириду, — деди.
[41] Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт Яқуп билән Юһаннаға хапа болушқа башлиди.
[42] Һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмран дәп қаралғанлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду.
[43] Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун.
[44] Ким биринчи болушни халиса, у һәммә адәмниң қули болсун.
[45] Чүнки Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.
[46] Кейин улар Ериха шәһиригә кәлди. Һәзрити Әйса шагиртлири вә нурғун халайиқ билән биллә Ерихадин қайтқан вақитта Тимайниң Бартимай исимлиқ қарғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти.
[47] У насирәлик Әйсаниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирашқа башлиди.
[48] Нурғун адәмләр уни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп техиму вақириди.
[49] Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип: — Уни чақириңлар, — деди. Чақирғили барғанлар қарғуға: — Қорқма! Орнуңдин тур, У сени чақириватиду! — дейишти.
[50] У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди.
[51] Һәзрити Әйса униңдин: — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. Қарғу: — Устаз, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән, — деди.
[52] Һәзрити Әйса: — Қайтсаң болиду, Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — девиди, у адәмниң көзи шу ан ечилди. Шуниң билән у адәм йол бойи һәзрити Әйсаға әгишип маңди.