[1] Әй балилар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Бу силәрниң борчуңлардур.
[2] Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән «Ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризни ада қилиңлар. Бу Худаниң бир вәдә билән бағлап бәргән дәсләпки пәрзидур.
[3] Бу вәдә шуки, униңға әмәл қилсаңлар, «бәхитлик болисиләр вә бу дунияда узун өмүр сүрисиләр».
[4] Әй атилар, пәрзәнтлириңларниң аччиғини кәлтүрүп, өчмәнлик пәйда қилмаңлар. Уларни Рәббимизниң тәлими бойичә тәрбийиләңлар.
[5] Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар.
[6] Ғоҗайиниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк.
[7] Ғоҗайиниңларға разимәнлик билән хизмәт қилиңлар. Уни адәмләр үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
[8] Есиңларда тутуңларки, мәйли қул яки әркин адәм болсун, Рәббимиз һәр кимниң қилған һәр бир яхшилиғини қайтуриду.
[9] Әй ғоҗайинлар, силәрму қуллириңларға яхши муамилә қилиңлар. Уларға қорқутуш арқилиқ бесим салмаңлар. Чүнки асмандики Худа силәрниң, шундақла уларниңму ғоҗайини екәнлигини билисиләр. Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.
[10] Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән.
[11] Шәйтанниң һейлә-микирлиригә тақабил туруш үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән қураллиниңлар.
[12] Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз.
[13] Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар.
[14] Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар.
[15] Худаниң инсанларни Өзи билән яраштуруш тоғрисидики Хуш Хәвәр чоруғини кийип, тәйяр туруңлар.
[16] Мана буларға қошуп, шәйтанниң барлиқ от туташтурулған оқлирини тосап қалалайдиған ишәнч қалқинини қолуңларға елиңлар.
[17] Худа ата қилған қутқузулуш дубулғисини кийиңлар вә Муқәддәс Роһ қиличи, йәни Худаниң сөзини мәккәм тутуңлар.
[18] Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.
[19] Мән үчүнму дуа қилиңлар. Хуш Хәвәрниң сирини жүрәклик йәткүзүшүм үчүн, Худа маңа тоғра сөзләрни бәргәй.
[20] Мән бу Хуш Хәвәрни тарқитиш сәвәвидин кишәнләнгән әлчимән. Мениң Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзүшүм үчүн дуа қилғайсиләр. Чүнки бу мениң қилишқа тегишлик ишимдур.
[21] -
[22] Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни билишиңлар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәткари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвалимизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду.
[23] Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.
[24] Рәббимиз Әйса Мәсиһни өчмәс меһир-муһәббәт билән сөйгүчиләрниң һәммисигә Худаниң меһир-шәпқити яр болғай!