Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:47

[1] Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худани үлгә қилиңлар.

[2] Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.

[3] Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду.

[4] Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар.

[5] Чүнки шуни ениқ билиңларки, җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә берилгән һәр қандақ адәмгә Әйса Мәсиһниң вә Худаниң Падишалиғида орун йоқ. Ачкөзлүккә берилгән адәм Худаға ибадәт қилишниң орниға мал-мүлүккә ибадәт қилидудә, бутпәрәсләрдин пәриқләнмәйду.

[6] Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду.

[7] Шуниң үчүн бундақларниң қилмишлириға шерик болмаңлар.

[8] Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун.

[9] Бу йоруқлуқ һаятиңларда яхшилиқ, адиллиқ вә һәқиқәттин ибарәт мол мевиләрни бериду.

[10] Неминиң Рәббимизни хурсән қилидиған­лиғини билишкә тиришиңлар.

[11] Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәт­сиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиң­лар.

[12] Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур.

[13] Нур уларға чүшкәндә, уларниң шумлуқлирини ашкарә қилиду.

[14] Чүнки һәммә нәрсини ашкарилайдиғини нурдур. Шуңа мундақ дейилиду: «Ойған, әй ухлаватқан инсан, Тирил роһий өлүмдин. Әйса Мәсиһ саңа нур чачар!»

[15] Шуниң үчүн сөз-һәрикитиңларға еһтият қилиңлар. Билимсиз наданлардәк әмәс, данишмәнләрдәк яшаңлар.

[16] Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур.

[17] Шуңа әқилсиз болмаңлар, бәлки Рәббимизниң ирадисини чүшинишкә тиришиңлар.

[18] Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.

[19] Силәрниң араңларда Зәбур мунаҗәтлири, Худа­ни мәдһийиләйдиған вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән нахшилар яңрисун. Қәлбиң­ларда бу нәғмә садалири яңриғандәк, чин қәлбиңлардин Рәббимизни мәдһийиләңлар.

[20] Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.

[21] Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар.

[22] Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниң­лар­дәк, әрлириңларға бойсунуңлар.

[23] Худди мәсиһийләр җамаитиниң Қутқазғучиси болған Әйса Мәсиһ Өз тениниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болғинидәк, әрму өз аялиниң бешидур.

[24] Худди мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһкә бойсунғинидәк, аялларму һәр қандақ ишта өз әрлиригә бойсунсун.

[25] Әй әрләр, Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини қандақ сөйүп, униң үчүн Өзини қандақ қурван қилған болса, силәрму аяллириңларни шундақ сөйүңлар.

[26] Әйса Мәсиһниң Өзини қурван қилиштики мәхсити, мәсиһийләр җамаитини Худаниң сөзи вә су билән жуюш арқилиқ гуналиридин пак қилиштур.

[27] Униң бундақ қилиши мәсиһийләр җамаитини һәр қандақ илләт, гуна вә камчилиқлардин хали қилип, Уни шан-шәрәплик һалда Өз алдиға худди тойда көчүрүлүшкә тәйярланған гөзәл қиздәк пак вә әйипсиз елип келиш үчүндур.

[28] Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини шундақ сөйгән екән, әрләрму өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр.

[29] Һеч ким һеч қачан өз тенидин нәпрәтләнмәйду. Әксичә өз тенини асрайду вә униңға көйүниду. Бу худди Әйса Мәсиһниң Өз тени болған мәсиһийләр җамаитини асрап, униңға көйүнгәнлигигә охшайду.

[30] Биз Әйса Мәсиһниң тениниң әзалиримиз.

[31] Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип, иккисиниң бир тән болуши әйнә, шу сәвәптиндур».

[32] Бу интайин муһим бир сирдур. Мән бу сөзләрни Әйса Мәсиһ билән мәсиһийләр җамаитиниң зич мунасивитини көздә тутуп ейттим.

[33] Йәнә бир қетим шуни тәкитләймәнки, һәммиңлар аялиңларни өзәңларни сөйгәндәк сөйүң­лар, аялларму әрлирини һөрмәтлисун.

Әфәсликләргә — Chapters