Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:44

[1] Қериндашлар, Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләргә кәлсәк, буларни толуқ чүшинишиңларни халаймән.

[2] Силәргә мәлум­ки, силәр Әйса Мәсиһкә ишиништин илгири аздурулуп, җансиз бутларға ибадәт қилдиңлар.

[3] Шуңа йәнә аздурулуп кәтмәслигиңлар үчүн шуни билишиңларни халаймәнки, Худаниң Роһиниң йетәкчили­гидә сөзлигән һәр қандақ киши: «Әйсаға ләнәт!» демәйду. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигисизму һеч ким: «Әйса Мәсиһ мениң Рәббимдур», дәләлмәйду.

[4] Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләр хилму-хилдур, лекин бу һәдийә­ләрни ата қилғучи Муқәддәс Роһ бирдур.

[5] Рәббимиз үчүн қилинидиған хизмәтләр хилму-хилдур, лекин биз хизмәт қилидиған Рәббимиз бирдур.

[6] Худаниң бизниң һаятимизда қиливатқан ишлири хилму-хилдур, лекин биз арқилиқ уларни қиливатқан Худа бирдур.

[7] Пүтүн җамаәтниң мәнпийити үчүн Муқәддәс Роһ һәр биримизгә алаһидә қабилийәт ата қилиду.

[8] Муқәддәс Роһ бир кишигә әқиланә сөз қилиш қабилийитини бериду. Йәнә бир кишигә болса, бирәр иш тоғрилиқ Худадин кәлгән алаһидә билим бериду.

[9] Охшашла шу Муқәддәс Роһ биригә Худаға болған алаһидә ишәнч, йәнә биригә кесәлләрни сақайтиш қудритини бериду.

[10] Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ­ләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.

[11] Бу қабилийәтләрниң һәммисини жүрүштүргән бирдин-бир Муқәддәс Роһтур. Муқәддәс Роһ Өз ирадиси бойичә бу қабилийәтләрни һәр бир кишигә айрим-айрим тәхсим қилип бериду.

[12] Гәрчә бизниң тенимиздики әзалар көп болсиму, улар өз ара қошулуп бирла тәнни тәшкил қилиду. Шуниңдәк Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаити нурғун мәсиһийләрдин тәшкил тапқан болуп, уларму бирла тәндур.

[13] Чүнки йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, һәммимиз охшаш Муқәд­дәс Роһ тәрипидин чөмүлдүрүлүп, бир тәнниң, йәни Әйса Мәсиһниң тениниң тәркивий қисми болуп, Муқәддәс Роһтин һөзүрләндуқ.

[14] Тән бирла әзадин әмәс, нурғун әзалардин тәшкил тапиду.

[15] Әгәр пут: «Қол болмиғанлиғим үчүн тәнгә мәнсүп әмәсмән» десә, бу уни тәндин айриветәләмду?

[16] Әгәр қулақ: «Көз болмиғанлиғим үчүн тәнгә мәнсүп әмәсмән» десә, буму уни тәндин айриветәләмду?

[17] Пүтүн тән көз болса, у қандақму аңлалайду? Пүтүн тән қулақ болса, у пурақни қандақму сезәләйду?

[18] Һалбуки, Худа тенимиздики һәр бир әзани Өз хаһиши бойичә орунлаштурған.

[19] Әгәр һәммиси охшаш бирла әза болған болса, уни қандақму тән дегили болатти?

[20] Әмәлиятта әза көп болсиму, лекин пәқәт бир тәннила тәшкил қилиду.

[21] Шуңа көз қолға: «Саңа еһтияҗим йоқ», дәләлмәйду. Яки баш путқа: «Силәргә еһтияҗим йоқ», дәләлмәйду.

[22] Дәл әксичә тәнниң аҗиз дәп һесапланған әзалири кам болса болмайду.

[23] Тәнниң әпсиз дәп қаралған әзалириға техиму көпирәк әһмийәт беримиз. Уятлиқ дәп қаралған әзалиримизни техиму диққәт-етивар билән япимиз.

[24] Уятлиқ болмиған әзалиримизни йошурушниң һаҗити йоқтур. Худа тенимиздики қәдри аз дәп һесапланған әзаларниң техиму қәдирли­ниши үчүн, шундақ орунлаштурған.

[25] Буниңдики мәхсәт, тәндә парчили­ниш болмисун, әксичә әзалар бир-биригә охшаш етивар бәрсун, дегәндин ибарәт.

[26] Әгәр бир әзаға дәрт кәлсә, пүткүл әзалар тәң дәрт тартиду, бир әза қәдирләнсә, пүткүл әзалар тәң хошал болиду.

[27] Демәк, һәммиңлар Әйса Мәсиһниң тенини тәшкил қилғансиләр. Һәр бириңлар бу тәнниң охшимиған айрим-айрим әзасисиләр.

[28] Шуңа Худа мәсиһийләр җамаитидә башта әлчиләрни, иккинчисигә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчиләрни, үчинчисигә Худа тоғрисида тәлим бәргүчиләрни, униңдин кейин мөҗүзә көрсәткүчи­ләрни, кесәлләрни сақайтиш қабилийитигә егә болғанларни, башқиларға ярдәм бәргүчиләрни, башқуруш қабилийити болғанларни һәм өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләйдиғанларни тайин­лиди.

[29] Мәсиһийләрниң һәммиси әлчиму? Һәммиси Худаниң пәйғәм­бәр­лик сөзини йәткүзгүчиму? Һәммиси тәлим бәргүчиму? Һәммиси мөҗүзә көрсәткүчиму?

[30] Һәммиси кесәлләрни сақайтиш қабилийи­тигә егиму? Һәммиси өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләмду? Һәммиси бу тилларниң мәнасини чүшәндүрәләмду? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс.

[31] Силәр көпчилик үчүн әң пайдилиқ болған қабилийәт­ләргә интилиңлар. Лекин силәрниң бу қабилийәтләрни яхши ишлитишиңлар үчүн, мән авал силәргә һәммидин яхши бир йолни көрситәй.

1 Коринтлиқларға — Chapters