Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 3:32

[1] Титус, мәсиһийләргә тоғра тәлимгә лайиқ яшашни үгитишиң керәк.

[2] Йеши чоң әрләрни өзини тутувалған, есил пәзиләтлик, еғир бесиқлиқ, ишәнчидә сап, меһир-муһәббити билән сәвир-тақити толуп ташқан болушқа чақирғин.

[3] Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайди­ған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқи­ларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун.

[4] Буниң билән бу аяллар яш аялларға тәлим берип, уларға өз әрли­ригә вә балилириға көйүнүш,

[5] өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатар­лиқ­ларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.

[6] Яш әрләрниму өзини тутувалалайдиған болушқа чақирғин.

[7] Өзәң­му һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ

[8] һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.

[9] Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәт­кин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду.

[11] Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.

[12] Бу меһир-шәпқәт бизни гунакарлиқни вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, бу паний дунияда тоғра, Худа­ға садақәтмән вә өзини тутувалған һалда яшашқа йетәкләйду.

[13] Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.

[14] Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.

[15] Сән бу тәлимләрни мәсиһийләр җамаитигә үгәт. Уларға илһам бәр һәм пүтүн һоқуқуңни ишлитип, уларниң яман илләтлирини түзәт. Һеч ким сени камситмисун.

Титусқа йезилған хәт — Chapters