Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:30

[1] Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.

[2] Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Әйса Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.

[3] Әгәр кимду-ким өзини қалтис чағлап, башқиларға ярдәм бәрмисә, өзини-өзи алдиған болиду. Бундақ адәм әмәлиятта қалтис әмәс.

[4] Һәр ким өзиниң әмәлиятиға қарап бақсун. Пәхирлинишкә тегишлик болса, пәхирләнсун. Өзини башқилар билән селиштурмисун.

[5] Һәр бир адәм өзиниң ишиға өзи җавапкәр болуши керәк.

[6] Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.

[7] Өз-өзәңлар­ни алдимаңлар, өз-өзәңларни алдиған билән Худани алдамайсиләр. Ким немә тәрсә, шуни алиду.

[8] Өзиниң гунакар тәбиитиниң арзу-һәвәслирини қандуруш үчүн уруқ чачқан киши униңдин һалакәт һосулини алиду. Муқәддәс Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса, униңдин мәңгүлүк һаят һосулини алиду.

[9] Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.

[10] Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.

[11] Қараңлар! Төвәндики бу қурларни өз қолумда алаһидә чоң һәрип­ләр билән йезиватимән.

[12] Йәһудийларниң махтишиға хуштар киши­ләр силәрни хәтнә қилдурушқа зорлайду. Улар қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта қурван болғанлиғидинла келиду десә, йәһудийларниң зиянкәшлигигә учрайду.

[13] Әмәлиятта бундақ кишиләрниң өзлириму Тәврат қануниға толуқ әмәл қилмайду. Бирақ улар силәрниң хәтнини қобул қилғанлиғиңлар билән махтиниш үчүн хәтнә қилдурушуңларни тәләп қилиду.

[14] Өзәмни елип ейтсам, Рәбби­миз Әйсаниң чапрас яғачтики өлүмидин башқа һеч қандақ иш билән махтанмаймән. Чүнки Униң чапрас яғачтики өлүми сәвәвидин бу дуния мән үчүн өлгәндур, мәнму бу дуния үчүн аллибурун өлгән.

[15] Худаниң нәзәридә хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, муһими Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи адәм болуштур.

[16] Мундақ көз-қараш билән яшайдиғанларға — Худаниң һәқиқий хәлқигә аманлиқ вә рәһим-шәпқәт яр болғай!

[17] Буниңдин кейин һеч ким жуқурида дейилгән ишлар билән мени аварә қилмисун! Чүнки бәдинимдә қалған яра излири, мениң Әйса Мәсиһ үчүн Хуш Хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлирим­ниң бәлгүсидур.

[18] Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!

Галатиялиқларға йезилған хәт — Chapters