Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 7:45

[1] Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти.

[2] У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип,

[3] у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.

[4] Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди.

[5] Улар башта Троас шәһиригә кемә билән берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.

[6] «Петир нан» һейтидин кейин, биз Филипи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә бир һәптә турдуқ.

[7] Йәкшәнбә күни биз нанни бөлүшүп, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, көпчи­ликкә түн йеримғичә тәлим бәрди.

[8] Биз җәм болған жуқурқи қәвәт­тики һоҗрида нурғун май чирақлар йенип туратти.

[9] Әфтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлусниң сөзи давамлаш­қансири май чирақниң иси һоҗрини қаплап, һелиқи жигитни үгдәк басти. Кейин у қаттиқ уйқиға кетип, үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп боптекән.

[10] Павлус пәскә чүшүп, өзини униң үстигә етип, қучақлап туруп: — Һодуқмаңлар, у тирик, — деди.

[11] Кейин үстүнки қәвәткә чиқип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йәп, ибадәт қилдуқ. Павлус таң атқичә сөзини давамлаштурғандин кейин, биз бу йәрдин йолға чиқтуқ.

[12] Троастики мәсиһийләр болса, һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Көпчилик бу вақиәдин чоңқур тәсәлла тапти.

[13] Павлус Троас шәһиридин Асос шәһиригә пиядә бармақчи болди. Шуңа у бизниң кемә билән алдин-ала жүрүп, у шәһәргә униңдин бурун йетип берип, у йәрдә бизниң униң билән учришишимизни орунлаштурған еди.

[14] Кейин Асоста учраштуқ вә кемигә чүшүп, Мидилли шәһиригә кәлдуқ.

[15] Андин йәнә йолға чиқип, әтиси Хийос арилиниң йениға кәлдуқ. Үчинчи күни Әфәстин өтүп Самос арилиға кәлдуқ вә униң әтиси кемә билән Милет шәһиригә бардуқ.

[16] Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, Павлус Әфәстә тохтимаслиқни қарар қилған еди. У йәһудийларниң ома һейтини мүмкин қәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдиратти.

[17] Павлус Милет шәһиридин Әфәскә адәм әвәтип, мәсиһийләр җамаити йетәкчилирини чақирди.

[18] Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.

[19] Йәһудийларниң сүйиқәстлири түпәйлидин тартқан азаплар ичидә, көзүмдин яш үзүлмигән һалда кәмтарлиқ билән Рәббимиз Әйсаниң хизмитидә болдум.

[20] Мәйли аммивий сорунларда болсун яки өйлириңларда болсун, силәргә тәлим бәргән вақитлиримда, силәргә пайдилиқ болғанла нәрсиләрни ейтмай қоймидим.

[21] Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.

[22] Һазир Муқәддәс Роһниң әмригә асасән Йерусалимға кетивати­мән. У йәрдә қандақ ишларға дуч келидиғанлиғимни уқмаймән.

[23] Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән баридиғанла шәһәрләрдә мени зиндан вә азапларниң күтүп туридиғанлиғини алдин-ала ейтип кәлмәктә.

[24] Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.

[25] Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падиша­лиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр.

[26] Шуниң үчүн бүгүн силәргә шуни җиддий ейтип қояйки, араңларда һәр қандақ бир киши қутқузулмиса, мән җавапкәр әмәсмән.

[27] Чүнки мән Худаниң ирадисини қилчә йошурмастин силәргә толуқ йәткүздүм.

[28] Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғли­ниң қениға сетивалған.

[29] Маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чил бөриләр падини қалаймиқанлаштурғанға охшаш,

[30] силәрниң араңлар­динму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштү­рүш үчүн хата тәлим тарқитиду.

[31] Шуңа һошияр болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, силәргә яш аққузуп несиһәт бәргәнлигимни есиңларда тутуңлар.

[32] Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.

[33] Силәргә мәлумки, мән һеч қачан һәр қандақ кишиниң кийимлиригә яки алтун-күмүчлиригә көз қиримниму салмидим.

[34] Мән икки били­гимгә тайинип, өзәмниң вә һәмралиримниң һаҗитидин чиқтим.

[35] Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлар­дин чиқармайсиләр!

[36] Павлус бу сөзләрни қилип болғандин кейин, һәммиси билән бир­лик­тә тизлинип олтирип дуа қилди.

[37] Көпчилик көз яш қилишип, униң билән қучақлишип, сөйүшүп хошлашти.

[38] Уларни әң мәйүслән­дүргини Павлусниң, «Буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәй­силәр», дегән сөзи болди. Кейин улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири — Chapters