Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:44

[1] Қул мәсиһийләрниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Худадин кәлгән тәлимниң күпүрлүккә учрап қелишидин сақланғили болиду.

[2] Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қерин­даш­ларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинли­риға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрли­нидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәнди­лиридур. Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин.

[3] Охшимай­диған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләй­диған тәлимини қобул қилмиған болиду.

[4] Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ

[5] һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.

[6] Дәрвәқә, Худаға разимәнлик билән садақәтмән болған адәм һәқи­қий ронақ тапиду.

[7] Биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ вә бу дуниядин һеч немә елип кетәлмәймиз.

[8] Шуңа йемәк-ичмәк вә кийим-кечигимиз толуқ болсила, рази болушимиз керәк.

[9] Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қуру­туп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.

[10] Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилти­­­зидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.

[11] Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.

[12] Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ етирап қилдиң.

[13] Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,

[14] Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә, Худаниң бу әмирлиригә толуқ әмәл қил, буниң билән һеч ким сени әйипләлмисун.

[15] Мәдһийиләшкә муна­сип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмай­диған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөр­мәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!

[17] Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.

[18] Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәт­лик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин.

[19] Бундақ қилғанда, улар һәқиқий һаятқа еришиш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта асас болидиған бир ғәзнә топлалайду.

[20] Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.

[21] Бәзиләр мошундақ бемәна билимгә әгишип, ишән­чи­дин чәтниди. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!

Тимотийға йезилған биринчи хәт — Chapters