Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:29

[1] Хетиңларда язған Йерусалимдики мәсиһийләргә берилидиған сәдиқә ишиға кәлсәк, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә ейтқинимдәк қилиңлар.

[2] Һәр йәкшәнбә күни һәр бириңлар һәптилик тапавитиңларға қарап, униң мәлум қисмини сәдиқигә аҗритип топлаң­лар. Шундақ қилсаңлар, йениңларға барғинимда пул топлинип болған болиду.

[3] Мән йениңларға барғинимда, сәдиқәңләрни елип бериш үчүн өзәңлар таллиған кишиләрни тонуштуруш хетим билән Йерусалимдики җамаәтниң йетәкчилиригә әвәтимән.

[4] Әгәр өзәмниң беришиға тоғра кәлсә, улар билән биллә баримән.

[5] Македонийә өлкисигә барғандин кейин йениңларға баримән. Чүнки Македонийәдин өтмәкчимән.

[6] Бәлким йениңларда бир мәз­гил турушум вә һәтта қишни силәр билән биллә өткүзүшүмму мүм­кин. Кейин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр.

[7] Бу қетим силәрни йол үстидила көрүп өтүп кетишни халимаймән. Худа буйриса, силәр билән узунирақ вақит биллә болимән.

[8] Лекин ома һейтиғичә Әфәс шәһиридә давамлиқ турмақчимән.

[9] Чүн­ки бу йәрдә Хуш Хәвәрни йәткүзүш үчүн маңа ишик кәң очуқтур. Көп кишиләр уни қобул қиливатиду. Лекин Хуш Хәвәргә қарши туруват­қанларму көп болуватиду.

[10] Тимотий йениңларға берип, силәр билән биллә турғанда, униң қорқмай, әркин-азадә болушиға көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш, Рәббимиз үчүн хизмәт қиливатиду.

[11] Һеч ким униңға сәл қаримисун. Һәммиңлар униңға ярдәм берип, уни йенимға сақ-саламәт йолға селип қоюңлар. Чүнки униң башқа қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән.

[12] Қериндишимиз Аполлосқа кәлсәк, уни қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришқа көп дәвәт қилдим. Лекин униң һазир һеч барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду.

[13] Қериндашлар, ишәнч йолида һошияр болуңлар, ишәнчиңларда чиң туруңлар, мәрданә вә қәйсәр болуңлар.

[14] Һәммә ишни меһир-муһәббәт билән қилиңлар.

[15] Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилиси­ди­ки­ләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар.

[17] Йениңлардин Истипанас, Фортунат вә Ахайикниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигигә наһайити хошал болдум. Чүнки һазир силәр мән билән биллә болалмиғиниңлар үчүн, улар силәрниң орнуңларда маңа ярдәм қилди.

[18] Улар силәрни роһландурғандәк, мениң қәлбимниму роһландурди. Бундақ кишиләрни қәдирләңлар.

[19] Бу йәрдики, йәни Асия өлкисидики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила билән аяли Прискила вә уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәт силәргә Рәббимизниң нами билән сәмимий салам йоллиди.

[20] Бу йәрдики барлиқ қериндашлар силәргә салам ейтти. Бир-бириң­лар билән меһриванларчә саламлишиңлар.

[21] Мана һазир бу ахирқи саламларни мәнки Павлус өз қолум билән йезиватимән.

[22] Рәббимизни сөймигәнләргә ләнәт болсун. Әй Рәббимиз, кәл­гәйсән!

[23] Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.

[24] Һәмми­миз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, силәрни чин дилим­дин сөйимән, амин!

Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт — Chapters