Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 5:26

[1] Һәй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға келидиған палакәтләр үчүн дат-пәрият қилип жиғлаңлар.

[2] Байлиғиңлар чирип кетиду, кийим-кечигиңларни күйә йәп кетиду.

[3] Алтун-күмүчлириңларни болса һаман дат басиду. Бу дат қиямәт күнидә шәхсийәтчилигиңларға гувалиқ берип, дозақта көйүшүңларға сәвәп болиду. Чүнки силәр бу ахир заманда байлиқ топлаш биләнла болуп кетиватисиләр.

[4] Силәр етизлиғиңларда ишләватқанларниң иш-һәқлиригә һейлә-микир ишлитип кәлдиңлар. Улар үстүңлардин шикайәт қиливатиду. Силәргә һосул жиғип бериватқан бу кишиләрниң аһу-зари һәммигә қадир Худаниң қулиғиға йәтти.

[5] Силәр бу дунияда баяшәт вә әйш-ишрәт ичидә яшаватисиләр. Қойлар боғузлинидиған күнгә қәдәр бодалғанға охшаш, силәрму қиямәт күнигә қәдәр өзәңларни бодаватисиләр.

[6] Силәргә қарши чиққудәк күчиму болмиған гунасиз кишиләрни гунаға мәһкүм қилип, уларни өлтүрүп кәлдиңлар.

[7] -

[8] Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди.

[9] Қериндашлар, Худаниң җазасидин сақлиниш үчүн, бир-бириң­лардин рәнҗимәңлар, сорақ Қилғучи келиш алдида туриду.

[10] Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң азап-оқубәтләргә қандақ сәвир-тақәт қилған­лиғидин үлгә елиңлар.

[11] Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик һесаплаймиз. Аюпниң өз бешиға кәлгән һәр хил еғир азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини, шундақла ахирида Худаниң униң һаятини қандақ яхши орунлаштурғанлиғини билисиләр. Худа һәқиқәтәнму наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур.

[12] Қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар! Асман, зимин вә башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар. Җававиң­лар түзла «Һә-ә» яки «Яқ» болсун. Шундақ қилғанда, Худаниң җаза­сиға тартилмайсиләр.

[13] Араңларда җапа тартиватқан киши бар болса, у Худаға дуа қилсун. Хошал болуватқан киши бар болса, у Худаға мәдһийә нахшилирини ейтсун.

[14] Ағриқ-силақлар бар болса, мәсиһийләр җамаитиниң йетәк­чи­лирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән бу ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп дуа қилсун.

[15] Рәббимиз толуқ ишәнч билән қилинған дуа арқилиқ ағриқни сақайтиду вә уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуна қилған болса, кәчүрүм қилиниду.

[16] Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур.

[17] Илияс пәйғәмбәрму бизгә охшаш адәм еди. У Исраилда ямғур яғмаслиқ үчүн садақәтмәнлик билән Худаға дуа қилған еди, нәтиҗидә үч йерим жил ямғур яғмиди.

[18] Кейин қайта ямғур йеғиш үчүн дуа қилған еди, ямғур йеғип, йәрму һосул бәрди.

[19] Қериндашлирим, араңларда һәқиқәттин чәтнигән киши болса, уни һәқиқәткә қайтуруп әкелишкә тиришиңлар.

[20] Шуни билиңларки, гунакар кишини һәқиқәткә қайтуруп әкәлгән адәм шу кишиниң мәңгүлүк өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналириниң кәчүрүм қили­ни­шиға сәвәпчи болиду.

Яқуп — Chapters