Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 4:19

[1] Шуни билгинки, ахир заманда еғир күнләр болиду.

[2] У чағда инсан­лар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған,

[3] көйүмсиз, башқи­ларни кәчүрмәйдиған, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, шундақла хәйир-сахавәтниң дүшмини болиду.

[4] Улар сатқун, һәдди­дин ашқан вә һакавур болуп, кәйп-сапани Худадин яхши көриду.

[5] Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.

[6] Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болуп қалған аялларни аздуриду.

[7] Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.

[8] Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.

[9] Уларниң қилмишлири узаққа давамлишалмайду, чүнки Янни билән Ямбириниң әқилсиз­лиги паш болғандәк, буларниң әқилсизлигиму халайиқ алдида чоқум паш болиду.

[10] -

[11] Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учри­ған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариң­ни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.

[12] Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәт­мәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.

[13] Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән биллә өзлириму алдинип кетиду.

[14] Лекин сән һазирғичә үгинип кәлгән вә чоңқур ишәнгән һәқиқәттә давамлиқ чиң тур, чүнки бу һәқиқәтни ишәшлик кишиләрдин үгәнгәнлигиңни билисән.

[15] Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.

[16] Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш, хаталиқларни көрситип бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур.

[17] У Худаға мәнсүп болған кишиләрни толуқ қуралландуруп, уларни һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турғузалайду.

2 Тимотийға — Chapters