[1] Қериндашлар, сөзимизниң ахирида биз үчүн дуа қилишиңларни үмүт қилимиз. Рәббимиз һәққидики Хуш Хәвәр худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, һәр қандақ йәрдә тез тарқалсун вә һөрмәт билән қобул қилинсун.
[2] Худаниң бизни бузуқ вә яман адәмләрдин қутулдуруши үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгини йоқ,
[3] амма Рәббимиз ишәнчликтур. У силәрни мустәһкәм қилиду һәм шәйтанниң яманлиқлиридин сақлайду.
[4] Худа силәрниң буйруғанлиримизни қиливатқанлиғиңлар вә давамлиқ қилидиғанлиғиңлар һәққидә бизгә ишәнч бәрди.
[5] Рәббимиз Әйса силәрни Худаниң меһир-муһәббитини техиму чоңқур чүшинишкә йетәклигәй вә силәрни Өзигә охшаш чидамлиқ қилғай.
[6] Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.
[7] Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.
[8] Һеч кимниң ненини бекарға йемигән едуқ. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн тиришип-тирмишип, кечә-күндүзләп ишлигән едуқ.
[9] Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм сорашқа һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки силәргә яхши үлгә қалдуруш үчүн еди.
[10] Биз силәрниң йениңларда болғинимизда, силәргә: «Ишлимигән чишлимәйду!» дегән едуқ.
[11] Лекин араңларда бәзиләрниң һеч иш қилмай лағайлап жүргәнлигини аңлидуқ. Улар бекарчилиқта башқиларниң ишлириға арилишип жүрүпту.
[12] Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар.
[13] Лекин силәр, қериндашлар, яхши ишларни қилиштин бошашмаңлар.
[14] Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.
[15] Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.
[16] Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәргә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!
[17] Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур.
[18] Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!