Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 3:38

[1] Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқи­лар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни,

[2] болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүни­мән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду.

[3] Бундақ дуа-тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқазғучимиз Худани хурсән қилиду.

[4] Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.

[5] Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму, инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур.

[6] Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди.

[7] Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлирим­ниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим.

[8] Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.

[9] Аяллар тетиқсиз кийинмәй, мувапиқ вә әхлақлиқ кийиниши керәк. Уларниң өзлирини алаһидә ясавалған чачлири, алтун-күмүч, үнчә-мәрвайит вә есил кийим-кечәкләр билән әмәс,

[10] бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду.

[11] Мәсиһийләр җәм болуп тәлим алғанда аяллар тинич олтирип, бойсунуп, тәлим алсун.

[12] Аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүришигә рухсәт қилмаймән. Әксичә улар теч олтирип тәлим алсун,

[13] чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған.

[14] Авал шәйтан тәрипидин аздурулған Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана болуп, у гуна қилған.

[15] Лекин аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду. Бирақ улар чоқум ишәнч­тә чиң туруп, меһир-муһәббәтлик болуп, пак вә әхлақлиқ яшиши керәк.

1 Тимотийға — Chapters