Skip to content
Opens in a new window
Listen to this chapter • 3:06

[1] Биз бу хетимиздә силәргә әзәлдин бар болған һаятлиқ Сөзи тоғрисида баян қилмақчимиз. Биз бу һаятлиқ Сөзини өз қулиғи­миз билән аңлиған, өз көзүмиз билән көргән, күзәткән һәм Уни өз қоллиримиз билән тутқан.

[2] Бу һаятлиқ бизгә аян болди. Биз Уни көрдуқ. Шуңа бу һәқтә гувалиқ беримиз һәм әслидә асмандики Атимиз билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған бу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз.

[3] Силәрниңму биз билән қериндаш болушуңлар үчүн көргән вә аңлиғанлиримизни силәргә йәткүзүватимиз. Биз бундақ қериндашлиқтин биллә һөзүрлинәләймиз. Чүнки биз һәмми­миз бирликтә Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағландуқ.

[4] Һәмми­мизниң хошаллиғи толуп ташсун, дәп буларни силәргә йезиватимиз.

[5] Биз Әйса Мәсиһтин аңлиған һәм силәргә йәткүзмәкчи болған хәвәр дәл шуниңдин ибарәтки, Худа йоруқлуқтур, Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду.

[6] Әгәр өзимизни Худаға йеқин дәп туруп, йәнила гуна өткүзүп, қараңғулуқта меңивәрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз.

[7] Шуңа Худа йоруқлуқта болғинидәк, бизму йоруқлуқта болсақ, бир-биримизгә йеқин болимиз һәм Худа Оғли Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени бизни барлиқ гунадин пак қилиду.

[8] Гунайимиз йоқ десәк, өз-өзимизни алдиған болимиз вә һәқиқәт қәлбимиздин орун алмиған болиду.

[9] Гуналиримизни иқрар қилсақ, ишәнчлик вә адил Худа гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ гуналиримиздин пак қилиду.

[10] Гуна қилмидуқ десәк, Худани ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөзи қәлбимиздин орун алмиған болиду.

1 Юһанна — Chapters